Бийилқи оқуш жилиниң ахирқи қоңғурақ тәнтәнисигә мунасивәтлик мәктәпләрдики әһвалларни билиш мәхситидә Чонжа №3-Илья Молотов (Бәхтия) намидики оттура мәктивиниң илмий мудири Гүлвира Мансурова билән учришип, сөһбәтләшкән едим. У яқ бийилқи мәктәпләрниң ахирқи қоңғурақ тәнтәнисидики қисмән өзгиришләрни, йәни пәқәтла он биринчи синип түләклири үчүн ихчам даиридә нишанлинидиғанлиғини ейтти. Униң сәвәвини елимиз бийил баһар айдин башлап пәвқуладдә әһвалға дуч келип, онға йеқин вилайәт …