Басты бет Көкжиек ХУШ КӘЙПИЯТ БЕҒИШЛИҒАН ЯЗ

ХУШ КӘЙПИЯТ БЕҒИШЛИҒАН ЯЗ

0
497

    Яз. Бу пәсил балилар үчүн алаһидә. Чүнки балилар тоққуз ай давамида билим дәргаһида тәлим елип, тәтилгә чиққан дәвир. Бу тәтилдә улар жисманий, роһий, әқлий жәһәттин қувәт елип, йеңи оқуш жилиға күч топлап келиду. Мана бу тәтилни яхши өткүзүш үчүн наһийәлик билим бөлүминиң тәклип вә уюштуруши билән көплигән иш-чариләр ясалған. Шулар һәққидә тохталмақчимиз.

Умумән язлиқ тәтилни алаһидә қизиқарлиқ өткүзүш мәхситидә наһийәлик билим бөлүми тәрипидин язлиқ лагерьлар уюштурулған. Бу лагерьларға көп балилиқ балилар аилисидин, житим, йерим житим, ижтимаий турмуш дәрижиси төвән, қабилийәтлик оқуғучилар, билим бойичә жуқури дәрижигә йәткән балилар вә спорттин утуқларға муйәссәр болған оқуғучилар йолланма алған. Жуқурида аталған балиларниң ижтимаий-ихтисадий тәрәплирини мукәммәл үгинип, шундақ әһвалдики оқуғучиларни төвәндә аталған дәм елиш орунлириға һәқсиз йолланма берип, көңүллирини көтиришкә, ойнап-күлүшкә шараитлар яритип, бәлгүлүк йетәкчиләр ярдимидә берип келишлиригичә муқум иш-чариләрни тәйярлап, әмәлгә ашуруп кәлмәктә.  Жүмлидин, Чонжа №3-Илья (Молотов) намидики оттура мәктәп оқуғучилиридин «Связист» лагериға – 4, «Достар КЭМП» лагериға – 5, «Jelly fish» лагериға – 7 оқуғучи йолланма елип, тәтилни алаһидә өткүзүшкә тәйярлиқ қилмақта. Шундақла мәзкүр мәктәпниң 5-синип оқуғучилири Яркәнттики Веливай мечитиға, 8-синип оқуғучилири Ават жутиниң тағ бағриға жайлашқан гөзәл тәбиитигә (беғиға) сәйлә-зиярәт қилип, көңүллирини көтирип қайтқан. Наһийәмиздики башқа мәктәпләрдиму шундақ ишлар новәт-новити билән әмәлгә ашурулуп кәлмәктә. Жәмләп ейтсақ, тәтилгә чиққан оқуғучиларниң йеңи оқуш жилиға зор тәйярлиқ вә интилиш билән келидиғанлиғиға ишәнчимиз камил.

Шуни алаһидә тәкитләш лазимки, бийил наһийәлик билим бөлүми тәрипидин Связист, Тау Жаңашар, Күншуақ, Достар КЭМП охшаш дәм елиш орунлириға, йәни язлиқ дәм елиш жайлириға йолланма елишқа муйәссәр болған. Улардин ташқири, мәктәп ичилик дәм елишқа — 8521, Щучинск – 16, Түркстан – 28, Бадәурен охшаш дәм елиш орунлириға йолланмиларни елип, уларға барғучиларни тизимлап, рәтләп қойған. Умумән, балиларниң яхши дәм елип қайтишлириниң жәриянлириғиму алаһидә  әһмийәт берип, муқумлап қойған.

Йәнә ейтидиған нәрсә, лагерьға барғучиларға төвәндики тәклип вә агаһландурушларни: сорақсиз жирақ кәтмәслик, аптапта жүрмәслик, орунсиз су истимал қилмаслиқ, һажәт болғанда бир-биригә һәмкарлиқта болуш, мәхсәтсиз һәрикәтлик оюнларға берилмәслик, кийим-кечәк кәби жәриянлардин мәлуматлар берип, әскәртишләрни ейтип, қулақлириға қуюп кәлмәктә.

Бизму балиларға хуш кәйпият беғишлиған язлик тәтилни көңүллүк өткүзүп, күч-қувәт топлап, йеңи оқуш жилиға жуқури кәйпиятта келишини үмүт қилимиз.

                                                                              Худавәди МӘҢСҮРОВ

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

ЖЕР – ОРТАҚ ҮЙІМІЗ

«Жер елшілері» креативті жастардың бүкілқазақстандық экологиялық қозғалысы соңғы кезде жаң…