Кеңәш дәвридики өтмүшни әскә алидиған болсақ, түрлүк иш қойнида әмгәк әткән инсанларниң қияпити, шу дәвирниң роһиға мас егилик ишлиридики әмгәк мәйдани көз алдимизға келиду. У чағларда «Әмгәк зәрбидарлири», «Әмгәк илғарлири», «Стахановчилар» дегән ибариләр әмәлдә пайдилинип, әмгәкчиләрниң адил хизмәтлири билән йәткән абройиға еришкән меһнәтлири баһалинатти. Мана шу һөрмәткә сазавәр қилидиған ибариләрни һазирқи күндики әвлатлар билмәйду, десәк хаталашмаймиз. Чүнки шу сөзләр худди …