Икки-үч жил бурун өлүм вә уни узитишқа мунасивәтлик болидиған шәриәт йоллири тоғрисида диний өлүмалардин билгәнлиримни қисмән тәһрират бәтлиридә бәргән едим. Бүгүн шу шәриәт йоллиридики бәзи бир болуватқан ойдурма илләтләр һәққидә Чоң Ақсу мәһәллисиниң имами Адилҗан Яқупниң мәслиһитини диққитиңларға һавалә қилип олтиримиз. Өлүм һәқтур. Алла Таала Қуръан Кәримдә өлүм тоғрисида шундақ дәйду: «Һәр бир җан егиси өлүмниң тәмини тетийду». (Әл Имран» …