Басты бет Заң және қоғам ДИННИ ТОҒРА ЧҮШИНИШ…

ДИННИ ТОҒРА ЧҮШИНИШ…

0
19

Дин –интайин инчикә мавзу. Һә, диний экстремизм болса, бүгүнки күнниңәң муһим вә җиддий мәсилилирниң бири болуп һесаплиниду. Бу пәқәт айрим дөләтләргила тәәллуқ әмәс, бәлки пүткүл дунияниң течлиғини бузуватқан мурәккәпбир һадисә.

Диний экстремизм дәпдинниң һәқиқий мәзмунини бурмилап, уни сәясий яки шәхсий мәнпәәтләр үчүн пайдилинишни, адәмләрни радикаллиққа вә зораванлиқ ишларға дәвәт қилишни ейтимиз. Әсли һәрқандақ динниң асаси – меһир-шәпқәт, адаләт, сәвир вә адәмгәрчилик хисләтләрдин шәкиллиниду. Лекин экстремистлиқ еқимлар шу қәдрийәтләрни өзлириниң қара, һарам нийәтлири үчүн өзгәртип, җәмийәттә тоқунуш вә қалаймиқанчилиқларни пәйда қилмақта.

Диний экстремизмниң пәйда болушини бир қатар амиллар билән бағлаштурушқа болиду. Биринчидин, бу билимсизлик. Әгәр адәм дин һәққидә тоғра вә илмий билимгә егә болмиса,бурмиланған еқимларға асанла ишинип, хата йолға чүшүп қелиши еһтимал.Иккинчидин, иҗтимаий-ихтисадий мәсилиләрниң тәсиридин дәп ейтишимизға толуқ асас бар. Мәсилән ишсизлиқ, намратлиқ вә адаләтсизлик қатарлиқ қийинчилиқлар бәзи адәмләрни наразилиққа елип келип, уларни радикал, йәни деструктив диний еқимларға йеқинлаштуриду. Үчинчи бир сәвәп – заманивий технологияләрниң иқбали.Башқичә ейтқанда, интернет вә иҗтимаий тор бәтлири арқилиқ тарқитиливатқан ялған учурлар вә тәрғибат-тәшвиқатларниң тәсирибәк чоң. Деструктив диний еқимларниң вәкиллирикөпинчә яшларниөз қатариға қошушқатиришиду вәкөзлигән мәхситигә йетиш үчүн улар интернетмәйданини пайдилиниду.

Экстремизм җәмийәттики муқумлиқини бузуп, хәлиқләр арисида зиддийәт вә гуман пәйда қилмақта. Өзгә диндики шәхсләрниңмусулманларға болған көзқаришини сәлбийләштүрмәктә. Экстремистлиқ тәшкилатларниңзорлуқ-зомбилиқ, терроризм вә җинаий һәрикәтләрни садир қилишидин, дөләт ичидики вә дөләтләр арисидики бирлик, хатирҗәмлик бузулмақта. Бу өз новитидә шу әлниң ихтисадий тәрәққиятиғиму тәсирини тәккүзүп, хәлиқниң турмуш сүпитини яхшилашқа тосалғу болмақта.

Һәрқандақ хәтәрлик ағриқниң давасини тапқандин көрә, уни жуқтурувалмаслиқниң амалини қилған әвзәл. Демәк, диний экстремизм билән күрәшниму униң алдини елиш чарилиридин башлиғинимиз тоғра. Дохтур бемарға дора язарда, ағриқниң пәйда болуш сәвәплирини етибарға алиду. Дәл шундақ һәрқандақ мәсилиниң йешимини тепишта униң сәвәплирини асасқа алған орунлуқ. Шуңа мәзкүр мурәккәп мәсилини һәл қилиштиму,әң алди билән маарип саһасиға чоңқур көңүл бөлүп, яшлиримизға заманға лайиқ билим, өз новитидә тоғра диний тәрбийә берилиши керәк. Улар кичигидин мустәқил ойлап, әхбаратларниң ақ-қарисинини айришни үгиниши лазим. Шундақла аилә тәрбийиси интайин муһим роль ойнайду. Ата-анилар балилириниң һәрбир иш-һәрикитини назарәткә елип, уларни дайим тоғра йолға башлиса, ховупниң алдини алғили болиду.Йәнә келипбу дөләт органлири вә җәмийәтлик тәшкилатларниң паалийитигиму бағлиқтур. Униң үчүн дөләт тәрипидинэкстремизмниң алдини елиш бойичә нәтиҗидар программилар әмәлгә ашурулуп, медиа саһаси арқилиқ тоғра учур, хәвәрләрни тарқитиш, хәлиқниң сәвийәсинитазилаш ишлири күчәйтилиши лазим.

Шу җүмлидин, диний толерантлиқ вә диний көзқарашқа һөрмәт билдүрүшниңетирап қилинишиму муһим. Сәвәви елимиздә он әмәс, йүздин ошуқ этнос вәкиллири яшайду. Шундақла, һәр этнос вәкили өз диниға етиқат қилишқа һоқуқлуқ.Демәк, түрлүк дин вә мәдәнийәтләр арисида өз-ара һөрмәтвә ишәнч шәкилләндүрүш арқилиқ биз тоқунуш, зиддийәт, җинайәтләрниңалдини алалаймиз. Буниң җәмийәттики бирликни мустәһкәмләп, әлдики течлиқни сақлашта әһмийити зор.

Ваһаләнки, диний экстремизмға пәқәт бир дин мәсилиси сүпитидә қараш натоғра. Чүнки бу бүгүнки таңда әң актуал иҗтимаий вә сәясий мәсилиләрниң бири. Униңға қарши күрәш пәқәт бир қанчә тәшкилатниңла әмәс, бәлки пүткүл җәмийәтниң ортақ вәзиписидур. Шундила биз ховупниң алдини елип, ички турақлиқлиқ вә бехәтәрликни сақлап қалалаймиз. Динни тоғра чүшиниш – тоғра яшашниң капалити.

Сабирәм ӘНВӘРОВА

 

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

ОТБАСЫ – ШАҒЫН ОТАНЫҢ

Жаратқан Алла Тағалаға сансыз мадақ, ардақты Пайғамбарымыз Мұхаммед Мұстафаға көптеген сал…