Сәнъити қедимий болған уйғур хәлқиниң миллий дурданилири нурғун. Қарисақ, хәлқимизниң мәдәнийитини, тарихини, урпи-адитини ипадилигән муқамлиримиз билән нахша-саз уссуллиримиз келәчәк варислиримизға мирас болуп, мошу күнгичә өз қәдрини йоқатмай кәлмәктә. Бу күнләрдә хәлиқ нахшилирини бабиға йәткүзүп, хәлқимизниң тәшәккүригә еришиватқан, йәни тәбиий орунлаш маһарити билән көзгә чүшиватқан Назирәм Кәримова һәққидә сөз қилмақчимиз. Хәлиқниң сөйүмлүк нахшичисиға айланған Назирәм Кәримова Йолдаш қизи 1969-жили Уйғур наһийәсиниң …