Йеқинда ижтимаий торларда Қазақстан ажришиш бойичә дунияда биринчиләр қатарида туриватқанлиғи тоғрилиқ әхбарат тарқиди. Статистикилиқ мәлуматларға қарисақ, кейинки жилларда қазақстанлиқлар арисида ажришиш фактлири көпәймәктә. Қазақстан Жумһурийити Алий сотиниң бәргән мәлумати бойичә, 2001-жили сотларға 80 миңдин ошуқ, 2022-жили 82 миң, 2023-жили 78 миңдин ошуқ әризә чүшкән. Уларниң йеримини сот қанаәтләндүргән. Йәнә шу мәлуматларға қарисақ, Алмута вә Алмута, Қарағанда вилайәтлиридә ажришишни халайдиғанлар сани …