Басты бет Әр қилы ЯШЛАР ЯРИДИ!

ЯШЛАР ЯРИДИ!

0
54

Йеқинда наһийәлик Мәдәнийәт өйидә Яшлар ресурслуқ мәркәзиниң уюштуруши билән «Жастар жарқырайды» дегән мавзуда «жайдарман» оюни өтти. Бу чарә-тәдбир яшларға көтирәңкү кәйпият беғишлап, узаққичә унтулмас тәсират қалдурди.

Оюнға «ЖасStars», «Жұлдызды сәт», «Дәрісіз күлкі», «Абайдың балалары», «JAIDARLAN», «Тау тарландары», «Таза ұрпақ», «Тек қана қыздар», «Мамаларының балалары» дәп нам алған җәми тоққуз команда қатнашти. Һәрбир топниң бу күнгә пухта тәйярлиқ көргәнлиги бирдин байқалди. Яшлар һәзил арқилиқ өткүр ой-пикирлирини вә һаят һәқиқитини паш етишкә тиришти. Қоюлған соалларғиму тапқурлуқ билән җавап қайтурди. Шуңлашқа қазиларға қатнашқучиларни баһалаш оңай болмиди.

Конкурсниң тәливигә бенаән әң яхши оюн көрсәткән «JAIDARLAN» командиси наһийә һакиминиң кубоги вә 100 миң тәңгилик ахчилиқ мукапатқа сазавәр болди. Райымбек наһийәси чегара башқармисиниң Уйғур наһийәлик бөлүмчиси яшлиридин тәшкилләнгән «Мамаларының балалары» командиси ІІ орунға (70 миң тәңгә), Абай намидики мәктәп устазлиридин тәркип тапқан «Абайдың балалары» командиси ІІІ орунға (50 миң тәңгә) еришти. Башқа командиларму қуруқ қол қайтмиди. Барлиқ қатнашқучилар уюштурғучилар тәрипидин рәғбәтләндүрүлди.

Оюн интайин қизиқарлиқ вә жуқури дәриҗидә өтти. Күлкигә ғәриқ болған яшлар вақитниң қандақ тез өткинини байқимай қалди.

Сабирәм ӘНВӘРОВА

 

Бөлісу:

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

Алматы облысында жылыту маусымында өрт қауіпсіздігі шаралары күшейтілді

Алматы облысында жылыту маусымы басталғалы бері 93 өрт оқиғасы тіркеліп, салдарынан 1 адам…