Басты бет Өңір тынысы РЕЙТИНГТА АЛҒА ЧИҚТУҚ

РЕЙТИНГТА АЛҒА ЧИҚТУҚ

0
39

Қурулғиниға бийил 22 жил толған Чарин дөләт миллий тәбиий парки (Чарин ДМТП) елимиздики ички туризмниң тәрәққиятиға зор төһпә қошуватқан, алаһидә экологиялиқ, илмий, тарихий-мәдәний вә рекреациялик қәдрийити бар дөләт тәбиий-қоруқ фондиниң биртуташ тәбиий комплекслири билән объектлирини сақлашқа, тәбиәтни қоғдашқа ихтисаслашқан мәһкимә. Йәр мәйдани 127 050 гектарни тәшкил қилиду. Асасий қоғдилидиған объектлар: Чарин ерәнзарлиғи – тәбиәт ядикарлиғи. Бу палеоген дәвридин сақлинип қалған «Соғды» ерини өсидиған бирдин-бир орун.

Шундақ. Чарин ДМТПни сүтәмгүчиләрниң – 34, йәр беғирлиғучиларниң – 18, қошмаканлиқларниң – 4 вә қушларниң 100дин ошуқ түри маканлайду. Шундақла 92 сортқа ятидиған миңға йеқин өсүмлүк тиркәлгән. Бу рәқәмләр өлкимизниң флориға бай екәнлигидин далаләт бериду. Омуртқилиқ җаниварларниң 194 түри бар десәк, униң 27 түри ҚҖниң Қизил китавиға киргән. Әнди өсүмлүкләрниң 50тин ошуқ түри кам учрайдиған вә эндемикилиқ түр дәп тонулған. Мана шу байлиқлиримизни сақлаш вә қолда бар алтунни пайдилинип, туристларни җәлип қилиш мәхситидә парк мутәхәссислири 4 туристлиқ йөнилиш бойичә иш елип бериватиду.

Җүмлидин елимизниң тәкрарланмас тәбиәт мәнзирилириниң бири һесаплинидиған Чарин чатқаллиғи аләмдики әң илғар жигирмә чатқалниң бири һесаплиниду. Чүнки у «The Worldworthy 100» хәлиқара рейтингида аләмдики әң илғар чатқалларниң бири сүпитидә тонулди. Мәзкүр тизимда у 9,48 балл (әң жуқури балл – 10) топлап, 100 чатқал арисида 17-орунға көтирилди. Бу утуқни пәқәт Чаринниң тилсим тәбиитигә берилгән жуқури баһа дәп әмәс, бәлки Қазақстанниң туристик җәлипкарлиғини хәлиқара сәһнидә тонуштуруш йолидики муһим нәтиҗиләрниң бири дәп чүшәнсәк, хаталашмаймиз.

«The Worldworthy 100» – Worldworthy тәшкилатиниң издиниш редакцияси тәйярлиған мәхсус усул асасида түзүлгән хәлиқара рейтинг. Униңда туристларниң шәхсий тәҗрибиси вә тәвсийәлири, сәяһәтчиләр билән өткүзүлгән интервьюлар, хәлиқара туристик йол көрсәткүчлири вә мәтбуат материаллири асасида жүргүзүлгән журналистик издинишләр, шуниң билән биллә, очуқ вә кәспий мәнбәләрдики учурлар нәзәрдә тутулиду. Һәрбир тизим редакторлар тәркиви тәрпидин қайта көздин кәчүрүлүп, тәстиқлиниду. Мәзкүр рейтинг мустәқил издиниш вә редакциялик баһалаш асасида шәкиллинидиған көрсәткүч болғанлиқтин, униңға кириш үчүн һечким илтимас берәлмәйду. Йәни барлиғи адил өтиду. Пәқәт туристлар өзлири зиярәт қилған җайлар тоғрилиқ қисқичә соалнамиләрни толтуруп, редакциягә әвәтип берәләйду. Бу учурлар болса, баһалашниң қошумчә мәнбәси сүпитидә пайдилинилиду.

Чарин чатқаллиғиниң ушбу абройлуқ тизимда 17-орунни егилиши униң тәбиәт гөзәллигини, геологиялик өзгичилигини вә туристик имканийәтлирини йәнә бир қетим намайән қилди. Тәбиәтниң тәкрарланмас мәнзириси һәрбир саяһәтчидә унтулмас тәсират қалдуридиғанлиғи талашсиз. Шуниң нәтиҗисидә туристлар саниму жилдин жилға көпәймәктә, дәйду мутәхәссисләр. Мәсилән, жил бешидин бүгүнки күнгә қәдәр Чарин чатқаллиғини 294 миң 135 турист зиярәт қипту. Уларниң 147 миңдин ошуғи чәтәллик сәяһәтчиләр екән.

Хулләс Чаринниң дунияниң әң чирайлиқ тәбиәт мәнзирилириниң бири сүпитидә хәлиқара даиридә тонулушида Чарин дөләт миллий тәбиий парки хадимлириниң әмгиги бебаһа. Чүнки улар тәбиәт байлиқлиримизни қоғдаш, туристларға қолайлиқ шараит яритиш вә экологиялик җавапкәрликни күчәйтиш үчүн бар күч-җигәрини сәрип қилип, заман еқимиға лайиқ әмгәк қиливатиду.

Сабирәм ӘНВӘРОВА

Бөлісу:

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

ЧАРЫН ВОШЕЛ В ТОП-20 ЛУЧШИХ КАНЬОНОВ МИРА

Одна из главных природных визитных карточек Казахстана Чарынский каньон укрепила свои пози…