Дуния йүзидә йәттә миңға йеқин тил бар десәк, сөзлигүчилириниң сани җәһәттин қазақ тили аләмдә йәтмишинчи орунда. Хуш қилидиғини, жилдин-жилға қазақ тилида сөзлигүчләрниң қатари көпәймәктә. Йәни Қазақстанниң дөләт тилини пәқәт қазақстанлиқларла әмәс, чәтәлликләрму үгинишкә башлиди. Қазақ тилиниң дуния миқиясида тонулушида миллий мәдәнийәт, сәнъәт, спорт вә илим-пәнни риваҗландуруватқан талантлиқ яшлиримизниң роли чоң.
Президентимиз ейтқандәк, Димаш Қудайберген, Самал Еслямова, Бибисара Асаубаева, Ерсин Балтағул, Ерзат Дулатов кәби исми аләмгә тонулған яш талантлиримиз арқилиқ башқиларниң қазақ мәдәнийити, мәнавияти вә тилиға болған қизиқиши өсмәктә. Әлвәттә, бу тизимни давамлаштуридиған болсақ, дөлитимизниң пәхригә айланған яшлиримиз көп. Улар һәрхил саһаларда зор утуқларни қолға кәлтүрүп, елимизниң тәрәққиятиға өз төһписини қошмақта. Әң муһими, қабилийәтлик яшларниң дөләт тилиға болған һөрмити вә муһәббити – қазақ тилиниң мәртивисини йеңи пәллигә көтирип, униң қоллиниш даирисиниң кәңийишигә иқбал қилмақта.
Умумән, бүгүнки яшлиримизниң қазақ тилиға болған қизиқиши бәк жуқури десәм, хаталашмаймән. Чүнки улар дөләт тилини күндилик турмушта мунасивәт бағлаш мәхситидила әмәс, заман тәливигә яриша йеңи технологияләр билән ишләштә, йәни иҗтимаий торларни пайдилиништиму кәң қоллиниду. Шуниң нәтиҗисидә қазақчә контентлар көпәйди. Қазақ тили буниңғичә китап, гезит-журнал бәтлиридила яшап кәлгән болса, мана әнди Интернет сәһипилири арқилиқ аләмни чарлимақта.
«Келәчәк – яшларниң!». Бу сөзниң ейтилиши қисқа болсиму, мәзмуни бәк чоңқур. Чүнки «Келәчәк» дегәндә, бизниң мустәқиллигимиз, мәдәнийитимиз, тилимизниң тәғдири нәзәрдә тутуливатиду. Биз, яшлар, Қазақстанниң келәчигигә бепәрва қаримаймиз. Дөләт тилиниң мәртивисини көтириш, сақлаш вә уни келәчәк әвлатқа йәткүзүш йолидики һәрбир қәдәмни өзимизниң гражданлиқ борчимиз дәп билимиз.
Гүлшад МУРТУЗАЕВА,
наһийәлик Яшлар ресурслуқ мәркизиниң рәиси
