Басты бет Көкжиек МИЛЛИЙ МААРИП – МИЛЛӘТ ИҚБАЛИ

МИЛЛИЙ МААРИП – МИЛЛӘТ ИҚБАЛИ

0
260

Бийилқи оқуш жилиниң ахирқи қоңғурақ тәнтәнисигә мунасивәтлик мәктәпләрдики әһвалларни билиш мәхситидә Чонжа №3-Илья Молотов (Бәхтия) намидики оттура мәктивиниң илмий мудири Гүлвира Мансурова билән учришип, сөһбәтләшкән едим. У яқ бийилқи мәктәпләрниң ахирқи қоңғурақ тәнтәнисидики қисмән өзгиришләрни, йәни пәқәтла он биринчи синип түләклири үчүн ихчам даиридә нишанлинидиғанлиғини ейтти. Униң сәвәвини елимиз бийил баһар айдин башлап пәвқуладдә әһвалға дуч келип, онға йеқин вилайәт су апитидин көп зәрдап чәккәнлигини, хәлиқниң роһий әһвалиниң мискинләшкәнлигини, көплигән мәктәпләрниң йепилип, билим елишниң мүшкүлләшкәнлигини, оқуш сүпитиниң төвәнлигәнлигини вә һаказиләрни тилға елип, елимиз рәһбири уларниң мискин көңүллиригә зәрбә бәрмәсликни ойлап, бийил тәнтәнилик той-тамашиларни вақитлиқ тохтитиш қарарини алғанлиғини муқумлап, чүшәндүрүп өтти.

Мән Чонжа №3-Илья Молотов (Бәхтия) намидики коммуналлиқ мәмликәтлик мәһкимисиниң бийилқи паалийитини қандақ билиш мүмкинчилиги барлиғини сориғинимда Гүлвира Мансурова алаһидә тәйярланған журнални қолумға тутқузуп, «Сиз сориған бийилқи барлиқ ишлиримизни мошу журналдин тапалайсиз», дәп ейтти.

Қолумда мәктәп ичилик нәшир қилинған, йәни мәмликәтлик һәм ана тилида (қош тилда) йоруқ көргән «БУЛАҚ» журнали. Авал у журналниң тәшкил тепишини вә биринчи номериниң йоруқ көрүшини  сәмимий тәбриклидим. Униң сәһипилирини варақлап көрдим. Қазақстан Жумһурийити Министрлар кабинетиниң 12.05.1993-жилқи №383-буйруғи билән Алмута вилайити Уйғур наһийәсиниң №3-Чонжа мәктивигә «Илья Молутов (Бәхтия) нами берилгән. Шу жилдин етиварән шаир намидики мирасгаһ ечилип, паалийәтчанлиқ көрситилип келидекән.

Әнди мәктәпниң иш-паалийитигә қарайли. Мәктәптә ашхана болуп миннәтлик билим бериш фондидин 370кә йеқин оқуғучи һәқсиз тамақлиниш һоқуқиға егә болған. Оқуғучиларниң бош вақтини үнүмлүк өткүзүш үчүн пәнләргә бағлиқ бир нәччә өмәкләр ишлисә, биология, химия, физика, информатика, IT (работотехника) кабинетлири шәкиллинип, толуқ жабдуқланған. Билим алғучиларда пухралиқ паалийәтчанлиқ, ижтимаий иқтидар, жавапкәрлик маһаритини риважландуруш, шундақла ижадий ишләш қабилийитини, шәхсий кимлигини, жәмийәт билән мәмликәтни йетилдүрүш мәдәнийити үчүн һәрикәт қилалайдиған жуқури мәдәнийәтлик, гуманистлиқ йөнилиштики әвлатларни тәрбийиләш мәхсити асасида мәктәптә «Мәктәп парламенти» өзини-өзи башқуруш уюшмиси, «Жас Ұлан», «Жас Қыран» балилар билән яш өсмүрләр уюшмиси, «Адал ұрпақ» клуби паалийәт жүрүгүзидекән. «Ментальлиқ арифметика», «Тоққуз қумулақ» вә «Инглиз тилини үгинимиз» өмәклири ахирқи үч жилда кәң қанат йейип кәлмәктә. Наһийә көләмидә «Илья-Бәхтия мушаириси» кейинки он жил давамида өз әксини тепип, қабилийәтлирини намайиш қилип, ижаткарлар йетилмәктә.

«Булақ» журналида мәктәптә билим вә тәрбийә хусусида йәнә көплигән ишлар тәлкин қилинған. Һәммини йезип чиқишқа гезитимизниң бети яр бәрмәйду. Униңға алаһидә сәһипә берилгәндә толуқ изһар қилармиз.

Журналда алдинқи оқуш жиллири тарихиға қисқичә тохтилип, бийилқи оқуш жилиниң жил бешидин ишләнгән паалийәтлирини өз ичигә алғанлиғини көрдим. Бүгүнки күндә мәзкүр мәктәптә 83 муәллим ишләп келидекән. Униң ичидә алий билимлик – 81, мәхсус оттура билимлик – 2. Уларниң арисида магистр дәрижилик – 4, педагог-тәтқиқатчи – 6, педагог-эксперт – 28, педагог-модератор – 30 болуп оқутушниң түрлүк шәкиллирини үгинип, яш әвлатқа билим берип келидекән. 1960-жилдин та бүгүнки күнгичә 67 оқуғучи «Алтун бәлгүгә», 21 түләк «Күмүч медальға» оқуған екән.

Қолумиздики «Булақ» намлиқ мәктәп ичилик журналниң мәйданға келиши келәчәктә техиму давамини тепип, һәр жилқи мәктәпниң билим саһасидики алаһидиликлирини көрситип бәрсә, әлвәттә, мәктәпниң жиллар давамидики тарихи болуп қалмақ. Бу паалийәт барлиқ мәктәпләрниң қолға елип, шәкилләндүрүшкә болидиған иш екән. Чүнки буму бир чоң тарих. Миллий маарип – милләт иқбали екәнлигини һеч қачан унтимаслиғимиз керәк.

Ахирида ейтаримиз, қандақ болушиға қаримай, ахирқи қоңғурақ һарписида қолға кәлтүргән оқуш жилидики муваппәқийәтләрни давамлаштуруп, алдида болидған емтиһанларда жуқури көрсәткүчләргә еришип, язлиқ тәтилниң көңүллүк өтүшини үмүт қилимиз.

Худавәди МӘҢСҮРОВ

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

Алматы облысында ұстаздарға қолдау жоғары

Алматы облысында білім беру жүйесі соңғы жылдары айтарлықтай жаңғырып, ұстаздарға жасалған…