Өткән һәптиниң жүмә күни Чоң Ақсу йезисида тәнтәнилик учришиш жиғини болуп өтти. Учришишниң өтүлүшигә бүгүнки күндә наһийә һакиминиң хизмитини вақитлиқ атқуруватқан Савутжан Адавутовниң тәшәббуси болди. Чоң Ақсу жутида истиқамәт қиливатқан, йәни 1965-жили туғулған, икки көзидин айрилған әма (қарғу) Сираждин Шавдинов билән йезиниң турғунлири, ақсақаллири, жигитбашлири зор хошаллиқ тәнтәнә уюштурди. Тәнтәниниң һөрмәтлик меһмини С.Шавдинов йеқинда Астана шәһиридә 15 мәмликәт қатнашқан параолимпиада …