Ғәрипниң вә шәриқниң философлири қедимдин та һазирғичә көп нәрсиләрдә ихтилаплашқан, һәтта Алла тааланиң можутлуғидиму ихтилаплашқан. Амма бирла нәрсидә һәммиси бирликкә кәлгән. У болсиму, «Әң әһмийәтлиги хошаллиқ беғишлаштин келиду», – дегән һәқиқәттур. Башқиларға берәлигән, беғишлалиған вә хошал қилалиған инсан һәқиқәтән бәхитлик инсандур. Чүнки, алғандики хошаллиқ вақитлиқ болуп, узун давамлашмайду, амма бәргәндики хошаллиқ давамлишиду вә бәргүчидиму, алғучидиму унтулмайдиған изларни қалдуриду. Қурийәдә мәлум …