Басты бет Иман ЯХШИЛИҚ – ИНСАНИЙЛИҚ БОРЧИМИЗ

ЯХШИЛИҚ – ИНСАНИЙЛИҚ БОРЧИМИЗ

0
888

Ғәрипниң вә шәриқниң философлири қедимдин та һазирғичә көп нәрсиләрдә ихтилаплашқан, һәтта Алла тааланиң можутлуғидиму ихтилаплашқан. Амма бирла нәрсидә һәммиси бирликкә кәлгән. У болсиму, «Әң әһмийәтлиги хошаллиқ беғишлаштин келиду», – дегән һәқиқәттур. Башқиларға берәлигән, беғишлалиған вә хошал қилалиған инсан һәқиқәтән бәхитлик инсандур. Чүнки, алғандики хошаллиқ вақитлиқ болуп, узун давамлашмайду, амма бәргәндики хошаллиқ давамлишиду вә бәргүчидиму, алғучидиму унтулмайдиған изларни қалдуриду. Қурийәдә мәлум бир гүл сетиш дукининиң ғожайини херидарлар буйрутқан гүлләрни өзи йәткүзүп беришни адәт қиливалған болуп, һәр күни өзи гүл тошуйдекән. Бир күни хизмәтчилиридин бири униңдин: «Ғожайин, биз йәткүзүп бәрсәк болмамду? Сиз неманчә жапа тартисиз, гүл тошуп?» – дәп сорайду. Ғожайин: «Жапа тартип дедиңизма? Жапа тартмиса һалавәт боламду? Мән кишиләргә гүлләрни йәткүзүп бәргән вақтимда, уларниң чеһридә парлиған хошаллиқ вә саадәттин бәһримән болуш үчүн шундақ қилимән. Чүнки мән һәр қетим херидарларниң чеһридики хошаллиқни көргинимдә, өзәмдә чәксиз саадәт һис қилимән», – дәйду.

Бир бай хошаллиқ издәп, һәммә әмәлләрни қилип бақиду; дунияни сәяһәт қилиду, һәрәмгә бариду, йоқсулларға ярдәм тарқитиду, мусапирларни меһман  қилиду, һәтта әқлигә кәлгән яхшилиқларниң һәммисини қилип бақиду. Амма өзидә хошаллиқ яки азирақму саадәт һисини сәзмәйду. Күнләрниң биридә бир дости униң ғәмкин һалитини көрүп, униңға: «Адаш, сән хошаллиқ үчүн һәммини қилип бақсаңму, йәнила һалиң өзгәрмиди. «Беғишлашта хошаллиқ бар»,- дәйдекән. Әгәр халисаңлар, палани мәһәллидики мейип балилар мәркизини зиярәт қилип, уларға еһтияжлиқ нәрсиләрни елип бәрсәк қандақ?», – дәйду. Бай бу тәклипкә мақул дәйду. Шуниң билән улар һарвуда балиларға керәклик кийим-кечәк, йемәк-ичмәк елип берип, уларни зиярәт қилиду. Нәрсилирини бай өз қоли билән тарқитиду. Бай әндила қайтишқа интилип турғинида, бир бала униң алдиға келип, чирайиға синчилап қарап туриду. бай: «Балам, бирәр һажитиң бармеди?», – дәп сориғанда, бала: «Яқ, әпәндим, бизниң һажәтлиримизни сиз рава қилдиңиз, қиямәт күни Рәббимгә сизниң бизгә ярдәм қилғиниңизни ейтимән. Шуңлашқа сизни убданирақ тонувалай дегән едим», – дәйду. Бай шу чағда үн селип жиғлап кетиду вә «һазир мән һаятимдики әң хошаллиқ ләһзилиримдә (пәйтлиримдә) яшаватимән, барлиқ жүклирим йениклишип қалди. Мошу ләһзидики хошаллиғим үчүн пүтүн байлиғимни аташқа рази едим», – дәйду.

Биз бериш арқилиқ өзимизгә яхшилиқ қилған болумиз. Чүнки бериштин вә беғишлаштин келидиған саадәтни авал мошу дунияда яшаймиз, униң пайдисини у дунияда вә ахирәттә көрүмиз. Кимки башқиларға яхшилиқ қилиш арқилиқ немәтниң шүкрисини ада қилидекән, у өзигә яхшилиқ қилған болиду, кимки бехиллиқ қилидекән, у немәткә тузкорлуқ қилип, өзигә зиян салған болиду. Инсанниң өзигә яхшилиқ қилғанлиғиниң бир ипадиси шуки, бәргән вә беғишлиған инсан бу арқилиқ алди билән өзини хуш қилиду, андин пул-мелидин бәргән болса, бәрикәт тапиду, илимидин бәргән болса, илими зиядилишиду, вақтидин бәргән болса, ғенимәтлик вақитлири көп болиду. Әгәр инсан буларниң әксини қилса, өмридики көзлигән нәтижилирини қазиналмайду. Чүнки Алла таалаға беришкә бехиллиқ қилған һәр қандақ нәрсә бәрикәтсиздур.

Ривайәт қилинишичә, бир бай адәм тапқанлирини һеч кимгә бәрмәй сақлайдекән, һеч чиқим қилмайдекән. Бир күни у чүш көриду: «Сениң байлиғиңни Искәндәрийәдики Әһмәд йәйду», – дәйдекән. Лекин у көңүл бөлмәйду. Шу чүш тәкрар үч қетим кирипту. Андин бай әнсирәшкә башлапту. Шуниң билән у йоған бир ташниң ичини оюп, жиққан дуниялирини ичигә салиду. Андин ташниң әтрапини рәңлик ташлар билән безәп, деңизға ташлайдекән. «Әнди байлиғимни һеч ким йәләлмәйду», – дегән ишәнчә билән хатиржәм яшайдекән. У байлиқтин йә өзи, йә башқилар пайдиланмиғанлиғи үчүн  толиму хатиржәм яшайдекән. Бир нәччә жилдин кейин, у бехил адәмниң сәпири Искәндәрийәгә чүшүп қалидекән. У шәһәр айлинип жүрүп, өзи деңизға ташлавәткән һелиқи ташни бир дуканниң үстидә көрүп, һәйран қалидекән. Андин дуканчиға: «Әву ташниң сиздә немә иши бар?» – дәйдекән. Дуканчи: «Деңизчилар тепип кәлгән екән. Қарисам, зинәтләнгән бир чирайлиқ таш екән. Шуңа уни сетивелип, дукинимниң үстигә орунлаштуруп қойған едим», – дәйдекән. Бехил дуканчиға: «Дәрһал уни чүшириң!» – дәйдекән. Дуканчи ташни чүшәргәндин кейин, бехил ташни парчилап, ичидики алтун-күмүчләрни чиқиридекән. Андин: «Мән Алланиң тәхсиматиға ишәндим. Бу байлиқ маңа несип болмиди. Әслидә сизниң рисқиңиз екән», – дәп униңға бериветидекән.

Алла таала бехиллиқни адәт қиливалғанларниң қилған яхшилиқлирини қобул қилмайду… Биз тирик бәндиләр, яхшилиқ – инсанлиқ борчимиз екәнлигини унтимай, шүкүрлүк қилайли, күпүрлүк болмай хәйир-ихсанлиқ болайли!

Муһәммәд ЙҮСҮП,

                                                                          Диний өлима

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

ЖАТ ДІНИ АҒЫМДАРДЫҢ ДІТТЕГЕНІ НЕ НӘРСЕ?

Бүгінгі қоғам өте қызық. Ондағы тіршіліктің қайсысы жақсы, қайсысы жаман деп ойыңды қорытқ…