Басты бет Иман МУҚӘДДӘС РАМИЗАН ЕЙИ

МУҚӘДДӘС РАМИЗАН ЕЙИ

0
2,717

Мана мусулман әһли улуқ Алла таала буйриған розини тутушқа бәл бағлиғиниға хелә күнләр болди.

Пәйғәмбиримиз Муһәммәд әләйһиссалам исламни баян қилип мундақ дәйду: «Ислам – Алла тааладин башқа ибадәткә һәқлиқ болған мәбуд йоқлиғиға, Муһәммәд әләйһиссаламниң Алла тааланиң әлчиси екәнлигигә гувалиқ бериш, намаз оқуш, роза тутуш, закат бериш вә қудрити йәтсә бәйтуллани һәж қилиштин ибарәт». («Ислам әқидилири». 13-бәт. «Қағанат» нәшрияти).

Биз жуқарқилардин ислам дининиң бәш асасиниң бири бир ай рамизан розисини тутуш екәнлигидин вақип болдуқ. Диний китапларда тәкитлишичә, балағәткә йәткән, әқил-һоши жайида, саламәтлиги яхши һәр бир мусулман рамизан ейида бир ай роза тутуши – пәриз дәп бәлгүләнгән.

Розини бәлгүләш сәвәви, уни нәқ әйнә шу рамизан ейида тутушниң зөрүрийити көрситилгән. Роза тутуш Муһәммәд пәйғәмбәрниң пәйғәмбәрлик паалийитиниң башлиниши билән бағлиқтур. Рамизан ейи Алла таалани вә униң сөзи – Қуръанни, Муһәммәдниң һаят паалийитиниң әһмийитини  техиму чоңқур чүшиниш үчүн пайдилиниду. Һәр бир мусулман роза тутушни яхши, алийжанаплиқ, хәйрихаһлиқ ишларни  техиму көп қилиш билән маслаштуруши лазим. Бу һәқтә Қуръанда мундақ дейилгән: «Һәй, мөмүнләр, гуналардин сақлинишиңлар үчүн силәрдин илгәркиләргә (илгәрки үммәтләргә) роза пәриз қилинғандәк, силәргиму (рамизан розиси) пәриз қилинди. Розиниң санақлиқ күнлиридә силәрдин кимки кесәл яки сәпәр үстидә болуп (роза тутмиған болса), башқа күнләрдә тутсун. Розини (қерилиқ яки ажизлиқ түпәйлидин мәшәқәт билән) аран тутидиған кишиләр тутмиса, (күнлүги үчүн) бир мискин (намрат) тойғидәк тамақ фидийә бериши лазим. Кимки фидийини (бәлгүлигән миқдардин) артуқ бәрсә, өзи үчүн яхшидур. Әгәр билсәңлар, роза тутуш силәр үчүн (еғиз очуқ жүрүштин вә фидийә бериштин) яхшидур.

Диний китапларда тәкитлишичә, роза тутуш 624-жили Алланиң әмри билән буйрулған. Роза тутуш көплигән башқа диндикиләрдәк, бәзи бир тамақ түрлирини йемәсликтин ибарәт болмай, бәлки күн чиқиштин күн патқичә барлиқ йемәк-ичмәкләрдин, жинсий алақә вә һаказилардин ваз кечишлтин ибарәт. Күн патқандин кейин мәнъий қилинған нәрсиләр бекар қилиниду. Лекин мөмүн мусулманларға артуқчә йәп-ичишкә берилиш тәвсийә қилинмайду. Бәлки вақтини яхши нийәт, ой-пикирләр билән Қуръан вә һәдисләрни оқуп, сәдиқә бериш, аразлишип қалған уруқ-туққан, яру-бурадәрләрни яхши хоп қилип қоюш вә башқа Алла йолидики ибрәтлик ишлар билән шуғуллиниш тәвсийә қилиниду.

Роза тутушниң пәзилити тоғрилиқ «Сәһфулжухари жәвһәрлири вә қәстәләрни шәрһи» намлиқ һәдисләр топлимида мундақ дейилгән: «Абу һүррәйә рәзийәллаһу әнһудин ривайәт қилинидуки, Пәйғәмбәр әләйһиссалам мундақ дегән: «Роза кишини гунадин вә дозақтин сақлайдиған қалқандур, розидар киши яман сөз қилмисун, наданларниң қилиқлирини қилмисун. Әгәр бирәр адәм униң билән жедәлләшсә яки уни тиллиса, униңға икки қетим, «мән розидар, мән розидар» дәп ейтсун. Алла билән қәсәм қилимәнки,  розидар адәмниң ағзиниң бойи (һиди) Алланиң нәзәридә ипарниң бойидинму хуш пурақтур. Алла таала: «Розидар киши мени дәп йемәк-ичмәкни вә жинси алақини тәрк етиду. Роза мән билән бәндәмниң арисидики сирдур. Униңға өзәм мукапат беримән», дәйду. Яхши әмәлләрниң совави он һәссигичә көпәйтилип берилиду». ( «Сәһиһулбухари жәвһәрлири вә қәсталани шәрһи». 101-102-бәтләр. Бежин «Милләтләр нәшрияти». 1981-жил).

Мошу муқәддәс рамизан ейида мөмүн мусулманларниң бир-биригә болған меһир-шәпқити вә Алла йолида қиливатқан барлиқ яхши ишлири техиму кәң қанат йейип, һәммимиз изгү нийәтлиримизгә йетәйли!

Худавәди МӘҢСҮРОВ

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

ЖАТ ДІНИ АҒЫМДАРДЫҢ ДІТТЕГЕНІ НЕ НӘРСЕ?

Бүгінгі қоғам өте қызық. Ондағы тіршіліктің қайсысы жақсы, қайсысы жаман деп ойыңды қорытқ…