Һәр бир ата-ана пәрзәндини жисманий сағлам, әқли йетүк вә бәркамал болуп вайиға йетишини халайду. Бу жәриян ата-анидин зор мәсъулийәтни тәләп қилиду. Лекин һәммә ата-аниларму әйнә шу мәсъулийәтни һис қилишмайду. Хош, пәрзәнт тәрбийәси һәққидә динимизда қандақ йоллар көрситилгән. Бу тоғрисида бәзи мутәхәссис диндарлиримиз билән учришип, сөһбәтләшкән едим, уларниң пикрини тиңшап көрүң.
Муқәддәс ислам динимиздиму, һәр бир саһа мәсилидә болғандәк, пәрзәнт тәрбийисидиму алаһидә көрсәтмиләр мәвжут. Бу тоғрисида мәхсус китаплар тәклип қилинған. Пәйғәмбиримиз әләйһиссаламму пейили билән көп нәрсләрни билдүргән. Йәни бир гөдәкни алдиға елип , тамақ йейиш, дәстихан әдәплири һәққидә тәлим бәргәнлири ривайәтләрдә ейтилған. Қуръан кәримдиму «Луқман» сүрисидә Алла тааланиң пәйғәмбирлиридин Луқман әләйһиссаламму оғуллириға қилған бир нәччә нәсиһәтлири баян қилиниду. Бу ишларға алаһидә вақит ажритилмиса, қандақ садир болуши мүмкин? Демәк, пәрзәнтләр һәққигә риайә қилиш, уларға алаһидә вақит ажритишму динимиз тәләплиридин һесаплинидекән.
*Маддий тәминат билән чәкләнмәслик керәк. – Ата-ана пәрзәнтлири үчүн маддий, мәнивий, роһий, әхлақий тәрбийиси үчүнму мәсъул һесаплиниду. Пәйғәмбиримиз Муһәммәт мустафа саллаллаһу әләйһи вәсаллам бу жәриянда шундақ дегән: «Һәр бириңлар рәһбәр, шундақла қол астиңлардикиләргә жавапкәрсиз» (Муттафакун әләйх). Һәдистә баян қилинған «рәһбәр» дегән сөздә аилә башлиғи болған атиму нәзәрдә тутулған. Демәк, оғул пәрзәнткә ата, қизларға болса ана көпирәк мәсъул болған. Пәқәтла маддий тәминат билән чәклиниш келәчәктә пәрзәнтләрни һәр тәрәптин йетилгән инсан болуп чиқиши үчүн йетәрлик әмәс. Инсанниң әхлақи, мәнәвияти гөзәл болса, у жәмийәттә өз орниға егә болиду.
*Өз тилида чүшәндүрүң. – Әслидә, биз, ата-анилар балилиримиз үчүн яшаймиз. Қиливатқан иш-һәрикәтлиримизниң көп қисми балилиримизға шараит яритиш, уларниң келәчиги үчүн имканийәтләрни ясашқа қаритилған болиду. Шу нуқтәий нәзәрдин, әгәр биз ишлиримиз билән аварә болуп, балилиримиз тәрбийисигә вақит ажратмисақ, мәхситимизгә қарши иш тутқан болумиз.
Һәқ-һоқуқ мәсилисигә кәлсәк, һәқиқәтәнму пәрзәнтниң бу жәрияндики һәққини ада қилиш, уларға тәлим-тәрбийә бериш, оқутуп, ақ-қарини тонутуш билән ада қилиниду. Шуниң үчүн қизиққан соаллириға пәқәтла көңлини авутуш үчүн ялған мәлуматлар билән әмәс, асаслиқ рәвиштә, илим һекмәтни өз тилида муқум чүшәндүрүп, жавап қайтуруш керәк. Буниңдин ташқири, ата-ана пәрзәндигә вақит ажритиши шәрт. Чүнки мошу вақитму пәрзәнтниң һәққи болуп һесаплиниду.
*Хиянәт қилмаң. – Ата-анилар пәрзәнтлири билән өз ара мунасивәттә сәмимий сөһбәтлишиш, йәни балиниң әқли даирисидә сөзләшлири керәк. Униң соаллириға һәзил жаваплар билән көңлини сундуруш, ата-анисиға болған ишәнчини сөндүрүшкә елип келиду. Өз вақтида әркиләп, өз вақтида жиддийлиқ билән тәрбийә бериш, әйнән балиниң тәрбийисигә ижабий тәсир қилиши данишмәнләр тәрипидин ейтилған. Бала үчүн ажритилған мәлум муддәттә телефонда сөзлишиш, униңға етивар бәрмәстин, өз ишлири билән бәнт болуш, телефон ойнаш, хошнилар билән сөһбәтлишиш – балиниң һәққигә хиянәт қилиш билән баравәр.
*Тәләп қилишқа һәқлиқ. – Пәрзәнт ата-анисидин «Маңиму етивар бериң, вақит ажритиң», дәп тәләп қилишқа һәққи бар. Буни һәммә ата-ана унтимаслиғи керәк.
Амма ата-анилар ишни шу дәрижигә йәткүзүши тоғра әмәс. Чүнки балилар өзиниң һәқлирини һәр дайим тәләп қилалмайду. Бәзидә, бала жүръәтлик болуп һәқни тәләп қилса, демәк, униңға нисбәтән наһәқлиқ биринчи садир болған. Бу иш көпирәк тәкрарланғанлиқтин униңда жүръәт пәйда қилған. Бу болса, пәрзәнт вә ата-ана оттурисидики риштиға «дәз» кетишкә башлиғанлиғидин далаләт бериду. Буниң сәлбийлиги башқа әһваллардиму көрүнүшкә башлайду. Көрүп туримизки, диний тәлим арқилиқ меһриванлиқ, ғәмхорлуқ, сәмимий мунасивәт, һәққанийлиқ кәби тәрбийиләрни үгинип баридекәнмиз. Әксичә ерәңсизлик, тәккабурлуқ, хуш яқмаслиқ, һорунлуқ әһваллар инсан үчүн әң жиркиничлиқ хисләтләр екәнлигини билидекәнмиз.
Шундақ екән, ата-аниларниң пәрзәнт тәрбийисидә һошияр болуши, жиддий етивар бериши вә жавапкәрлик билән яндишиш шәрт. Шундақла, керигичә вақит, күч-қувәт сәрипләшлири лазим. Бу болсак, бала тәрбийисидә ислам шәриитиниң муқәддәс вәзипилиридин бири екәнлигини көрситиду.
Худавәди МӘҢСҮР