Йеқинда Алмута шәһири Достлуқ мәһәллисиниң жут-жамаәтчилиги исми көпчиликкә яхши мәлум диний өлүма вә исламшунас алим Муһәммәт Йүсүп билән учрашти. Униңға пүткүл аңлиқ һаятини ислам дининиң тәрәққиятиға беғишлиған қериндишимиз билән дидарлишишни халиған йүзгә йеқин адәм қатнашти.
– Сәүдийә Әрәпстанида истиқамәт қилидиған жуқури диний билимгә егә Муһәммәт Йүсүпниң исми көпчиликкә яхши мәлум, – дәп сөзини башлиди Достлуқ мәһәллисиниң баш жигитбеши Азат Ибрагимов. – Униң «Ислам әқидилири», «Намаз вә униң қаидә-тәртиплири», «Дин вә һаят», йәни «2000 миң соалға жавап» намлиқ көләмлик китаплири хәлқимиз арисида аммибап әсәрләргә айланған. Йеқинда у Алмутиға кәлгән екән. Биз пурсәтни қолдин чиқармай, уни учришишқа тәклип қилдуқ, – деди сөзини давамлаштуруп.
Муһәммәт Йүсүпниң қисқичә тәржимә һалиға тохталсақ, у 1968-жили тарихий Вәтинимизниң Хотән вилайитидә мәрипәтчиләр аилисидә дунияға кәлгән. Жутида толуқсиз оттура мәктәпни тамамлиғандин кейин, мәдрисидә әрәп тилини үгәнди вә Қуръанни толуқ ядқа алди. 1986-жили Мәккә-Мукарәмгә һәж паалийитигә атлинип, у йәрдики билим елиш истигидә Мисирға берип, «Әл-Әзһәр» Ислам университетиниң оттура билим бериш бөлүмидә тәһсил көрди. Шуниңдин кейин «Әл-Әзһәр» Ислам университетиниң шәриәт вә қанун факультетида билим алди. 1993-1995-жиллири Түркияниң Истамбул шәһиридики мәдрисиләрниң биридә муддәрислик қилди. 1995-2001-жиллири Алмута шәһиридики Қазақ Түрк мәктивидә әрәп тилиниң муәллими болуп ишлиди. 2001-жилдин буян Сәүдийә Әрәпстани дөләт радиосиниң уйғур бөлүмини башқуруп келиватиду.
Учришиш интайин қизиқарлиқ болуп, түрлүк жәриянлардики алаһидиликләр билән охшимаслиқларни, мусулман әһлиниң бирдин-бир пак вә адил инсанлардин екәнликлирини ипадиләйдиған вақиәләрни түрлүк ривайәт һәмдә әмәлий ишлардики вәзийәтләр асасида өткәнлиги һәммини қайил қилди. Учришишқа қатнашқучилар өз ой-пикирлирини изһар қилиш имканийитигә егә болди. Учришишта сөз новитини алған меһманлар Дилмурат Кузиев, Азтекин Ибрагимов, Садиқжан Юнусов, Карлин Мәхпиров, пешқәдәм журналист Ядикар Сабитов, пешқәдәм мәрипәтчи Зерип Молотов вә башқилар Муһәммәт Йүсүпниң динимиз исламни тәрғип қилип, уни илмий жәһәттин бүйүк пәллиләргә көтәргинини алаһидә тәкитләшти. Натиқлар униң бу йөнилиштики паалийитигә жуқури баһасини берип, ишлириға муваппәқийәтләрни тилиди.
Учришишқа жиғилған көпчиликни Муһәммәт Йүсүп Ислам диниға мунасивәтлик ахирқи йеңилиқлардин вә қизиқарлиқ мәлуматлардин хәвәрдар қилди. Ахирида у жиғилғанларниң қизиқтурған көплигән соаллириға ениқ мисаллар арқилиқ жавап бәрди.
Юлтузай СЕМӘТОВА,
Алмута шәһири