Басты бет Ақпарат ағыны «Jasyl El” – ҺАЯТ БИЛӘН ҺӘМНӘПӘС

«Jasyl El” – ҺАЯТ БИЛӘН ҺӘМНӘПӘС

0
184

      Әмәлгә ашурулуп келиватқан «Jasyl El» программиси 2005-жили қолға елинған. Бу тәшәббус бийилму өз дәрижисидә орунлинип кәлмәктә. Яшларни вәтәнпәрвәрликкә, әмгәк сөйгүчлүккә тәрбийиләш йоли билән туғулған йерини аватлаштуруш ишлириға қаритиш мәхситидә уюштурулған бу программиниң пайдиси нурғун. Бу пәқәт жутларни аватлаштуруштила әмәс, бәлки яшлар арисидики ишсизлиқни йоқитишқиму мүмкинчилик яратмақта.

    «Jasyl El» программиси қолға елинип көплигән ишлар әмәлгә ашурулди. Жил санап бу программиға қатнашқиси келидиған яшларниң сани артмақта. Әлһасил,, яшлар вақитлиқ иш билән шуғуллинидиған болди. Нийәт қилғучиларниң ижтимаий шараити, яш алаһидилиги, ишқа болған ихтидари етиварға елинип, әмгәк шәртигә асасән, вақитлиқ ишқа қобул қилиниду.

Йеқинда Алмута вилайитидә бу программа өз дәрижисидә орунлинип, адәткә айланған униң йепилиш тәнтәниси Уйғур наһийәлик яшлар ресурслиқ мәркизиниң йетәкчиси Гүлшат Муртузаеваниң тәшәббуси билән наһийәлик мәдәнийәт өйидә вилайитимизниң һәммә жайлиридин кәлгән вәкилләр, йәни ХХ иш мәвсүминиң қатнашқучилири,  Уйғур наһийәсидә уюштурулған бу чаригә қатнашқан.

Жигирмә жилдин бери өз қиммитини йоқатмай, давамлаштуруп келиватқан бу жәриянға 14 һәм 35 яш арилиғидики миңдин ошуқ жигит-қизлар қатнишип, мәвсүмлүк иш билән тәминләнди. Уларниң арисида Уйғур наһийәсидин қатнашқан яшлар – 161 болған. Улар август вә сентябрь айлирида «Тазилиқ нәпәси», «Жайқалсын жас терек», «Таза жағалау» охшаш бир нәччә намларда аталған һәптиликлири әтрапида 550 иш-чарә уюштурулуп, 600 һойла әтрапи тазиланди. 300дин ошуқ ижтимаий объектлар аватлаштурулуп, 500дин ошуқ һәйкәл, мирасгаһ, мемориаллар, икки йүздин ошуқ ериқ-туған вә фантанлар тазиланған. Шундақла 7500 тал вә 5640 түп көчәт олтарғузулуп, миңға йеқин ялғуз яшайдиған ветеранларға ярдәм көрситилгән. Икки ай арисида тилға аларлиқ ишларни қилған вилайәт яшлириға мәхсус кийимләрму берилип, әткән әмгигигә мувапиқ иш һәққиму төләнгән.

Бу йемишлик әмгәкниң нәтижиси чиқирилған тәнтәниниң сөзлири вилайәтлик яшлар башқармисиниң рәһбири Мади Ахметов бу программиниң «Таза Қазақстан» умумий миллий экологиялик акцияси билән қатар болғанлиғини тәкитләп, һәммисигә өзиниң миннәтдарлиғини йәткүзди. Андин Уйғур наһийәси һакиминиң орунбасари Ерасыл Толымбек оғли, «Jasyl el» яшлар отрядлири лайиһисини уюштурғучи «NS Group» жавапкәрлиги чәкләнгән йолдашлиғиниң вәкили Қуаныш Тобаяқов сөз сөзлиди. Тәбрик сөзләрдин кейин түрлүк номинацияләр билән һәр бир наһийә яшлири тәғдирләнди.

Мәзкүр тәнтәнә концертлиқ программиға улашти. Тонулған сәнъәткарлар чақирилған болуп, улар өз һүнәрлирини намайиш қилди. Тәнтәнидә маддий вә мәнивий соғатлар алған яшлар мәрасимдин роһий озуқ елип тарқашти.

                                                                          Худавәди МӘҢСҮРОВ

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

ШЫҢДАРДЫ БАҒЫНДЫРУ БАҚЫТЫ БҰЙЫРҒАЙ…

Елімізде Мемлекет басшысының бастамасымен жаңа форматтағы көшбасшыларды іріктеу мен кәсіби…