Мошу күнләрдә Қазақ миллий педагогика университетиниң (бурунқи ЖенПИ) ечилғиниға 80 жил толди. Бу билим дәргаһида қазақ қизлири билән бирликтә, инақ достлуқта уйғур қизлириму билим алди. Мән шуларниң бири. Қизларниң сөйүмлүк оқуш орниниң шанлиқ тәвәллуди күнидә, мән алтун студентлиқ дәвримдики әсләтмилиримдин сир чәкмәкчимән,- дәйду әслидә Уйғур наһийәмиздә оттура билим алған, бүгүнки күнләрдә Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Қаратуруқ жутиға келин болуп, истиқамәт …