Басты бет Көкжиек СӨЙҮМЛҮК БИЛИМ ДӘРГАҺИ

СӨЙҮМЛҮК БИЛИМ ДӘРГАҺИ

0
26

         Мошу күнләрдә Қазақ миллий педагогика университетиниң (бурунқи ЖенПИ) ечилғиниға 80 жил толди. Бу билим дәргаһида қазақ қизлири билән бирликтә, инақ достлуқта уйғур қизлириму билим алди. Мән шуларниң бири. Қизларниң сөйүмлүк оқуш орниниң шанлиқ тәвәллуди күнидә, мән алтун студентлиқ дәвримдики әсләтмилиримдин сир чәкмәкчимән,- дәйду әслидә Уйғур наһийәмиздә оттура билим алған, бүгүнки күнләрдә Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң  Қаратуруқ жутиға келин болуп,  истиқамәт қиливатқан устаз Рашидәм Разиева.

– Мән Уйғур наһийәсидики Чонжа №3-оттура мәктәпни (һазирқи Илья-Бәхтия ) 1973-жили тамамлап, ЖенПИниң физика-математика бөлүмигә оқушқа чүштим. Шуни тәвриниш билән әскә алимәнки, кириш емтиһанида рус тилидин мәшһур алим, филология пәнлириниң доктори Мурат Һәмраев алған. Шу алим билән йүзму-йүз көрүшүп, сөһбәтлишиш пурситигә егә болған едим. Әпсус, өмри ривайәткә айланған у киши билән бирәр қетим сүрәткә  чүшивалмаптимән. Амма учришип, һәмсөһбәттә болғанлиғимдин пәхирлинимән һәм махтинимән.

Студентлиқ һаят йеник болмисиму, интайин қизиқ дәвирғу?! Мәңгү унтулмас яшлиқ! Мәктәпни ана тилида тамамлиған маңа институтта қазақ тилида оқуш бир аз қийинчилиқларни туғдурди. Амма оқушқа болған қизиқишим, ата-анамниң үмүтини ақлаш нийитим — мени пәқәт алға йетилиди. Тиришип оқуп, тез арида тилниму үгинивалдим.

Биз оқуған физика-математика факультети үч математиклар вә икки физиклар топлиридин ибарәт еди. Һәр бир математика топида бирдин уйғур қизи оқудуқ. Оғузхан Розибакиева вә Қурванбүви Азнибақиева – мениң жан достлиримға айланди. Қисқиси, пүтүн һаятимизни әвлат тәрбийисигә беғишлап, һөрмәтлик дәм елишқа чиқтуқ. Һазир пәрзәнтлиримизгә нәврилиримизни беқишип, ярдәм қиливатимиз.

Топтики ялғуз уйғур қизи болсамму, қазақ қизлири билән қоюқ арилишип, достлишип кәттуқ. Улар маңа һәр тәрәптин ярдәм қилип, өз ғәмхорлуғиға алди. Йешимиз 70тин алқип қалсиму, студентлиқ дәвирдики шу достлирим билән һелиғичә арилишимиз. Институтни тамамлап 20, 30, 40 жиллиқ учришишларни өткүздуқ. Һазир бир-биримизниң һалидин хәвәр елишип туримиз.

Биз демәтликләр яхши билиду, Кеңәш дәвридә студентлар һәр язда йеза егилик ишлириға әвәтилип туратти. 1974-жили бизни Кавказға апарди. У йәрдә алма вә помидор тәрдуқ. Дәм елиш күнлири шу әтраптики Пятигорск, Кисловодск, Минводы охшаш санаторийлиқ жайларни арилидуқ. Кейинки жили мениң жутумға кәлди. Өмридә тамака көрмигән қизлар һәйран болуп, таңлайлирини чекишти… Уларни өйүмизгә чақирип, тонур нени вә ләңмән билән меһман қилиштуқ. Бешимиз һәр қачан қошулғанда, қизлар билән шу күнләрни сеғиниш илкидә әскә алимиз. Мана шундақ әстә қаларлиқ күнләрни баштин өткүзүп, институтни түгәттуқ. Мән турмушқа чиқип, Қаратуруқ  оттура мәктивигә кәспим бойичә ишқа орунлаштим.

Устазлиқ хизмитимниң өзи бир тарих. 1977-2013-жиллири мабайнида математика пәниниң муәллими, бирләшмә рәһбири, мәктәп мудириниң тәрбийә ишлири бойичә орунбасари хизмәтлирини атқуруп, алий дәрижилик муәллим аталдим. Нурғунлиған пәхрий ярлиқ вә тәшәккүрнамиләр билән тәғдирләндим. «Миң бала» лайиһисини түзгүчиләрниң вилайәтлик оқушлириға қатнишип, мәхсус сертификат алдим. Һармай-талмай ишләп, йүзлигән оқуғучини тәрбийилидим. Шагиртлирим алий оқушларни тамамлап, түрлүк саһаларда хизмәт қиливатиду. Уларниң арисида дохтурлар, муәллимләр билән һесапчилар нурғунирақ.

Шуни алаһидә ейтқум келидуки, бүгүнки таңда 80 жиллиғини нишанлаватқан университетта оқутқан лектор вә профессорларниң кәспимниң қир-сирини билип чиқиштики роли чоң болди. Жүмлидин, геометрия пәниниң оқутқучиси, уруш ветерани Қудайберген Сурағанов, Серикқали Қаниев, Кәрибай, Нурпейисов (бәзилириниң исимлиримни унтуп қаптимән) вә башқиму устазлиримдин та бүгүнгичә чәксиз разимән.

36 жил бала оқутуп, һөрмәтлик дәм елишқа чиққандин кейинму қол қоштуруп олтармидим. Көпчиликниң илтимаси билән Қаратуруқ йезиси ханим-қизлар кеңишиниң рәиси болуп, жәмийәтлик ишларға киришип кәттим. Миллий мәдәнийитимизни тикләштики әмгигимму мунасип баһалинип, жумһурийәтлик уйғур мәдәнийәт мәркизиниң «Сахавәт» медали билән мукапатландим.

Һазирқи күндә пәрзәнтлирим вә нәврилирим билән бәхтияр яшаватимән. Әпсус, өмүрлүк жүптимдин балиларниң яхшилиқлирини тәң көридиған мәзгилдә айрилип қалдим.

Аз күнләрдин кейин өмүрлүк йолумни вә жәмийәттики орнумни тепишқа мүмкинчилик яратқан алтун билим дәргаһи – Қазақ миллий қизлар педагогика университетиниң 80 жиллиғини қизғин қарши алимән, дәп үмүтлиниватимән. Курсдаш достлирим билән болидиған висал дәмлирини тақәтсизлик билән күтмәктимән, – дәйду өткән күнләрни хатириләп, сөзини қисқартип сөһбәтдишим Рашидәм.

                                    Сөһбәтләшкән Худавәди МӘҢСҮРОВ

Бөлісу:

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

Қазақстандық оқушылар халықаралық олимпиадалар мен конкурстарда 563 медаль жеңіп алды

Биылғы жылдың қорытындысы бойынша 1816 оқушы 35 халықаралық олимпиада мен конкурстарға қат…