Мән йәккә тиҗарәтчи сүпитидә йеңидин ишқа киришкән пәйттә елимиздә пәвқуладдә әһвал җәрияланди. Сөзниң очуғи, бу әһвал хизмитимгә көләңкисини чүшәрди. Әлвәттә, әлдики вәзийәтни чүшинип, бехтәрәлигимиз үчүн кәспимни вақитчә тохтаттим. Бирақ тиҗаритим тохтап, тапавитимдин айрилдим. Көңлүмдә «Әнди қандақ җан бақармән?» дегән әндишә орниди. Көп өтмәй, дөләт рәһбиримиз пәвқуладдә әһвалға бола тапавитидин айрилған турғунларға 42 500 тәңгә төлинидиғанлиғини ейтти. Буни аңлап, жүригимдики қорқунуч су …