Мәлумки, коронавирусқа бағлиқ 16-марттин башлап елимиздә пәвқуладдә әһвал җәрияланған еди. Шуниңдин буян карантин тәләплири күчәйтилип, ағриқниң овҗ елишиниң алдини алдуқ. Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев новәттики билдүришидә хәлиқниң аманлиғи үчүн карантин вақтини узартиш лазимлиғини тәкитлиди. Әләвәттә, һазирқи әһвалда бу әң тоғра қарар екәнлиги сөзсиз. Чүнки қаш билән кирпикниң арилиғида дунияни дүр силкиндүргән вирус билән күрәш техи тохтимиди.
Болупму, Президентимизниң «…Һазирқидәк қийин пәйттә һәрбир граждан бизниң нәзәримиздә болиду. Мәмликәт һечкимни қийинчилиқта қалдурмайду» дегән сөзлири мени толиму тәсирләндүрди. Демисиму, бүгүнкидәк қийин вәзийәттә дөләт хәлиқни өз ғәмхорлиғиға алди. Карантинға мунасивәтлик тапавитидин айрилған турғунларға иҗтимаий ярдәм көрситилди. «Біз біргеміз!» хәйрихаһлиқ акцияси даирисидә нурғунлиған муһтаҗ аилиләргә ярдәм берилип, озуқ-түлүк билән тәминләнди. Президентниң билдүришидә 4 миллион 250 миң пухраға ахчилиқ ярдәм көрситилип, 570 миңдин ошуқ адәмгә озуқ түлүк таритилғанлиғи, алдики вақитта йәнә 1,1 миллиондин ошуқ адәмни озуқ-түлүк билән тәминләш планлиниватқанлиғи баян қилинди. Буниң һәммиси дөләт рәһбиримизниң дана сәяситиниң йемишидур.
Президент коронавирусни йеңип, ихтисадимизниң қелипиға кәлтүрүш үчүн мәмликәт тәрәптин қолдин келәр чариләрниң қолға елинидиғанлиғини ейтти. Қисқиси, хәлиқ сақлиғини биринчи орунға қойған дөлитимиз аләм әллиригә үлгә болмақта. Өз новитидә бизму бүгүнки қийинчилиқларни етиварға елип, сақлиқ чарилиригә риайә қилишимиз һаҗәт. Бүгүнки күндә дуния йүзидики бемарларниң сани тәхминән үч миллионға йәтти. Вирус жуқтурғанларниң сани күн санап көпәймәктә. Шуңа әлдики әһвалға бепәрва болмайли дегүм келиду.
Эльнара ИСРАЙИЛОВА,
студент