Мән йәккә тиҗарәтчи сүпитидә йеңидин ишқа киришкән пәйттә елимиздә пәвқуладдә әһвал җәрияланди. Сөзниң очуғи, бу әһвал хизмитимгә көләңкисини чүшәрди. Әлвәттә, әлдики вәзийәтни чүшинип, бехтәрәлигимиз үчүн кәспимни вақитчә тохтаттим. Бирақ тиҗаритим тохтап, тапавитимдин айрилдим.
Көңлүмдә «Әнди қандақ җан бақармән?» дегән әндишә орниди. Көп өтмәй, дөләт рәһбиримиз пәвқуладдә әһвалға бола тапавитидин айрилған турғунларға 42 500 тәңгә төлинидиғанлиғини ейтти. Буни аңлап, жүригимдики қорқунуч су сәпкәндәк бесилди. Дөләт сәяситидин толиму мәмнун болуп, хошаллиқтин бешим көккә йәтти. Бөлүнгән ахчини елиш үчүн һөҗҗәтлиримни жиғип, интернет арқилиқ өйдә олтирип өтүнүш әвәттим. Үч төрт күн өткәндин кейин янтелефонимға маңа 42 500 тәңгә берилгәнлиги тоғрилиқ учур кәлди. Бу ейтарлиқтәк көп ахча болмисиму, озуқ-түлүк елип, күн көрүшимиз үчүн йетәрлик болди. Қийин пәйттә Президентимизниң хәлиқни ойлап қобул қилған қарари маңа охшаш көплигән қазақстанлиққа чоң ярдәм болди.
Дөлитимиздә тиҗарәтчиләр үчүн көплигән яхшилиқлар ясалмақта. Қийин пәйттә берилгән ярдәм пулиму дөләт ғәмхорлиғиниң бир көрүнүши. Шу мунасивәт билән, Президентимизға миннәтдарлиғим чәксиз. Өз новитидә бизму мәмликитимизниң тәрәққияти үчүн хизмәт қилип, әл ихтисадиниң өсүшигә өз үлүшимизни қошумиз дәп ишәндүргүм келиду. Ихчам тиҗаритимизни домилитип, чоң утуқларға йетиш үчүн аянмай тәр төкүдиған болимиз.
Сатирәм БӘХИТҖАНОВА,
шәхсий тиҗарәтчи