Басты бет Бір шаңырақ астында ДОСТЛУҒИМИЗ ЯРАШҚАН – ҚАЗАҚСТАН

ДОСТЛУҒИМИЗ ЯРАШҚАН – ҚАЗАҚСТАН

0
441

         1-Май – Қазақстан хәлқиниң бирлиги күни. Улуқ мәйрәм 1996-жили мәйрәм сүпитидә қобулланған. Жигирмә үч жилдин буян тойлинип кәлмәктә. Йүздин ошуқ түрлүк милләт вәкиллири билән инақ-ижил туридиған елимиз үчүн бу датилиқ күнниң әһмийити зор. 1995-жили Қазақстан хәлқи Ассамблеяси қурулди. Шуңлашқиму иттипақи билән бирлиги ярашқан инақлиқниң тириги болған Қазақстанда барлиқ милләт вәкиллири биринчи майни (ипарни) алаһидә атап өтиду. 1-май қазақстанлиқлар үчүн инақлиқ билән достлуқ мәйрими сүпитидә қелиплашти. Сәвәви, Қазақстан – көп милләтлик мәмликәт. Елимиздики қол йәткүзгән муваппәқийәтләр мошу хәлиқләр достлуғи билән бағлиқ. Аристотель өз вақтида: «Достлуқ астида сийлашлиқ ятиду», дегән болса, Сократ: «Адәмләрниң достлуқсиз мунасивити һеч қандақ мәзмунға егә әмәс», дегән. Чәт әлликләр бизни еғиз бирлиги вә иттипақи ярашқан әл дәп тонуйду. Мошу бирлик арқисида елимиз риважланди, өсти, пүткүл дуния қизиқип қарап, достлуғимиздин үлгә алидиған мәмликәткә айландуқ.

Жумһурийитимиз мустәқииликни алған күнидин башлап нишанлиниватқан бу сәнә барлиқ қазақстанлиқлар үчүн улуқ той. Шу мунасивәт билән наһийәмиздә истиқамәт қилип, һөрмәт тепип, тилға елиниватқан турғунларға бирла соал билән муражиәт қилған едуқ.

   1-Май – Қазақстан хәлқиниң бирлиги күни сәнәсини сиз қандақ һиссиятта қарши алисиз?

    Наһийәлик уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси, наһийәлик мәслиһәтниң  депутати Арлин Һосманов:

– Дияримиз Қазақстанниң йери қанчилик кәң болса, униңда яшаватқан адәмләрниңму пейили, нийити шунчилик кәң, таза вә шәбнәмдур. Бизниң күчлүклигимизму мошу сағлам инақлиғимиз билән бирлигимиздә. Дөлитимиздики 130дин ошуқ милләтләр вәкиллири истиқамәт қилип, худди бир аилиниң адәмлиридәк сезингән үчүнму, Яратқучи егәм, бүгүнкидәк бәхитлик вә течлиқ һаятни соға қилған болса керәк.

Бизниң наһийә ихчам болғини билән асасидин үч милләт вәкиллиридин қурулған. Униңдин башқа татар, чечин, немис, туңган, корей вә өзбәкләрму бар. Бәзидә тиллиримизни қайрип руслар билән русчә сөзләшкәндә, улар таза уйғур яки қазақ тилида жавап бәргәндә уялғинимиздин күләттуқ. Чүнки биз бир-биримиз билән қоюқ арилишип, қериндаш болуп кәттуқ.

Мана мошундақ бирлигимизни ипадиләйдиған Улуқ мәйрәм 1-Май – Қазақстан хәлқиниң бирлиги күнидур. Бу күни елимизниң барлиқ йеридә зор хошаллиқта, мәйрәм тәнтәнисидә болуп, көңүл кәйпияти үстүн, бир-биригә болған муһәббити жошқун болуп, улуқ күндин илһамлинип шат-шадиман ойнап күлмәктә. Бәрикәт билән рисқа, достлуқ билән инақлиқта болған елимиз 1-Май – Қазақстан хәлқиниң бирлиги күниниң жигирмә үчинчи жилини қарши алмақта. Биз ишинимиз, наһийәмизниң барлиқ пухралири бу сәнәни дағдуғилиқ нишанлайду. Бүгүнки күндә миллити билән диниға қаримастин, жумһурийитимизниң һәр бир пухраси бир аилидәк болуп, достлуқ билән өз ара разимәнлик, инақлиқ билән бирликтә өмүр кәчүрмәктә. Һәмминиң басқан қәдими билән мәхсити бир.

Президентимизниң дана сәясити түпәйли яритиливатқан имтиязлар бүгүнки парлақ күнүмизгә мәзкүр мәйрәм зор тәсирини йәткүзгәнлиги талашсиз. Бу мәйрәмни өз миллитим вә аиләм билән зор көтирәңкү кәйпиятта қарши алимиз.

Барлиқ қазақстанлиқларға сағлам-саламәтлик, аиләвий хатиржәмлик вә достлуғимиз ярашқан Вәтинимизни қәдирләп, бир-биримизни иззәтләп яшайли демәкчимән. Мәйрәм мубарәк болсун!

 

*****

    Чонжа №4-Абай намидики мәктәп-гимназияниң пешқәдәм устази, бүгүнки таңда һөрмәтлик дәм елишта жүргән сизиш вә сүрәт пәни муәллими Имамдун  Рошанов:

– Бизниң мәктәптә наһийәмиздә яшаватқан түрлүк милләтләр вәкиллириниң (қазақ, уйғур, өзбәк) вәкиллири билим алиду. Шуниң үчүн болса керәк, оттура мәктәп достлуқ билән инақлиқни шиар тутқан билим дәргаһидур. Дәсләп мәктәп босуғисини атлап киргән сәбигә сүрәт сизиштин башқа достлуқ билән бир мәхсәтчанлиқта тәрбийиләш, өз ара психологиялик яндишиш, әлвәттә, бизгә бағлиқ болған асасий вәзипиләрниң биригә айлиниду. Гөдәкләрниң өз ара мунасивәттә болушида бир-биригә иллиқ муамилидә, һөрмәттә, шундақла милләтләр арисидики қәдир-қиммәт жәриянлирида болушини чүшәндүрүш асан иш болмиса керәк. Һәр һалда мәктивимиздә билим елип, учум болған шагиртлиримиз һаят йолида қайси милләт болушидин қәтъий нәзәр, бир-бири билән қериндаштәк инақ-ижил болуп, қоюқ арилишиду. Иш-тәжрибимиз шуни көрсәттики, биздә билим алған шагиртлар достлуқни әзизләйдиған, инсан қәдрини мәдһийиләйдиған әвлатлардин болғанлиғини көрдуқ.

1-Май – Қазақстан хәлқиниң бирлиги күни бизниң мәктәп үчүн чоң вә қудрити улуқ мәйрәм һесаплинатти. Униңға һәр бир синип өзгичә тәйярлиқ көриду. Мәктәп һойлисида өткүзилидиған тәнтәнидә улар өзлириниң маһирлиғини паш етиду. Шунда биз, устазлар, оқуғучилиримизға достлуқ билән инақлиқниң уруғини сәпкинимизгә хошал болумиз. Уларниң бир аилиниң балилиридәк қол тутушип кетиватқанлирини көрүп мәғрурлинимиз. Әлвәттә, бу бирлик мәйримини мәнму алаһидә тәйярлиқ билән қарши елип, тәшналиқ һарписида күтимән. Бирлик, өмлүк, иззәт-һөрмәт бар йәрдә һәр қачан бәрикәт, сунмас ирадә, меһир-муһәббәт ғәлибә қилиши талашсиз. Бу бирлиги ярашқан елимизниң бирдин-бир мәвқәси вә мәнбәсидур. Мән шатлиқ вә хуш кәйпият беғишлайдиған ушбу сәнәни сеғиниш һәмдә сиғиниш илкидә күтимән.

 

*****

Баһар йезисиниң турғуни, көп жиллар медицина саһасида һәмширә болуп ишләп, һөрмәтлик дәм елишқа чиққан Ризвангүл Әкбарова:

– Май (Ипар) ейи йәр шаридики көплигән әлләрниң көктә күни күлүмсирәп, йәрдә гүли чечәкләп, иллиқ шамили үзүңни сөйгән, тәбиәт ана йәр көксидики тирикчилик дәп алған намиға меһрини төккән яхши айниң бири. Мана пәрдисини ачқан ушбу айда үч улуқ мәйрәм болмақ. Униң дәсләпкиси 1-Май – Қазақстан хәлқиниң бирлиги күни мәйрими. Бу мәйрәм елимиздики яйлақта мели, ястуқта беши қошулған йүзлигән милләт билән уруқниң инақлиғи һәмдә бәрикитини, әркинлигини ипадиләйдиған хәсийәтлик шиарни мәшъәл қилип тутқан хәлиқләрниң ортақ мәйримидур. Нахша-сазини самада яңратқан, әвиршимлик уссули билән көңүлләрни яйратқан бу мәйрәмдә жумһурийитимиздики қериндаш хәлиқлиримизниң бир-биригә дегән меһир-муһәббити билән имрақлиғи техиму мустәһкәмлинип бармақта. Шу хислити билән дуния әллиригә үлгә-нәмунә болмақта.

Тарихи чоңқур, мираси өлмәйдиған, өз алдиға авази, өзлүк нәқиши бар, өзгә әлләрдин алаһидилинип, мәртивисини бәләнт тутуп туридиған мәңгүлүк әлгә айлинишниң ачқучи мәмликәттики инақлиқ билән бирликкә мунасивәтлик. «Алтау ала болса, ауыздағы кетеді, төртеу түгел болса, төбедегі келеді» дегән қазақ хәлқиниң дана сөзи һәқиқий бирликниң маһийитини көрситип олтириду. Бүгүнки күндә қолға кәлтүргән утуқлиримиз мустәқилликниң мевиси. «…Байлиғимиз, бәхтимиз болған Мәңгүлүк мустәқиллигимизни көзниң қаричуғидәк сақлишимиз керәк», дәп Президентимиз дайим ейтип келиду. Бу болса адиллиқ, әркинлик, тәңлик чүшәнчилири билән тоғридин-тоғра бағлиқ. Мошуни чоңқур билгән Президентимиз Қ.Ж. Тоқаев һәр жилқи муражиитидә һоқуқлуқ саһани, адәм саламәтлигиниң сағламлигини һеч қачан нәзәрдин сиртта қалдурған әмәс. Биз буниңдин Президентниң «Елимизниң биринчи байлиғи – хәлиқ», дегән  хуласисини билимиз. Асасий Қанунимиз тәңлик һоқуқ тәртивиниң тоғра йолға қоюлуп адиллиқни, бирлик-инақлиқни, разимәнликни сақлаш арқилиқ һәр қандақ туюқтин чиқишқа болидиғанлиғини, ақни – ақ, қарини – қара дәп ажритишниң қийин әмәслигини агаһландуриду. Көрүп туримизки, бирлик, мәхсәтчанлиқ, пикирдашлиқ, достлуқ арқилиқ һәммә режилиримиз ронақ тепип, һакятимиз парлақ болиду. 1-Май – Қазақстан хәлқиниң бирлиги мәйрими шу асаста шәкиллинип, бизни зор һур һаятқа тәлпүндүриду. Пикирдашлиқ мәйримини шундақ дәп чүшинип, уни тойлашқа аиләм билән һәр тәрәптин тәйярлинип, қизғин вә сәмимий қарши алимән. Жутдашлар, мәйримиңлар мубарәк болсун, милләтләр ара достлуқ мунасивәтлиримиз мустәһкәмләнсун! Достлуғи ярашқан Қазақстан яшнап-яшисун!

                         Сөһбәтни жүргүзгән ХУДАВӘДИ МӘҢСҮРОВ

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

ҰЛТТЫҚ БОЛМЫСЫМЫЗДЫ ТҮЗЕУІМІЗ ҚАЖЕТ

Қоғамда адам өзгерді ме, әлде заман өзгерді ме білмеймін, кінәмшілдікке көп жол беретін бо…