Җумһурийәт күни һарписида наһийә һакиминиң қоллап-қувәтлиши билән велоспорт мусабиқиси өтти. Наһийәлик мәдәнийәт, тилларни риваҗландуруш вә спорт бөлүми билән наһийәлик тәнтәрбийә вә спортни тәрәққий әткүзүш мәркизиниң уюштурушидики мусабиқигә 120гә йеқин мәһкиминиң мутәхәссислири қатнашти.
Наһийә һакиминиң қоллап-қувәтлиши билән, турғунлар арисида сағлам һаят тәрзини тәрғибат-тәшвиқат қилиш, аммивий спортни риваҗландуруш мәхситидә уюштурулған чарә-тәдбирниң башлинишида наһийәлик мәдәнийәт, тилларни риваҗландуруш вә спорт бөлүминиң рәһбири Қундыз Сабырбайқизиға сөз берилди. Натиқ Җумһурийәт күниниң әһмийитигә тохтилип, йеза-йезилардин кәлгәништиракчиларға ақ йол тилиди.
Қатнашқучилар велосипед билән бәлгүләнгән 13 чақирим мусапини бесип өтүп, чапсанлиғи вә чәбдаслиғини көрсәтти. Көпчиликниң зор қизиқишини ойғатқан мусабиқиниң йәкүнидә әрләр вә аялларға айрим-айрим орунлар берилип, ғәлибә қазанғучилар баһалиқ соғилар билән мукапатланди.
Атап ейтқанда, әрләр арисида биринчи орунға Тимур Шакиров, иккинчи орунға Мухтар Серикжанов, үчинчи орунға Ришат Қасимов еришсә, аяллар арисида биринчи орунға Руфиза Илиева, иккинчи орунға Дилбирим Дилшадова, үчинчи орунға Малика Яқупова сазавәр болди. Шу җүмлидин көпниң ичидин көзгә чүшкәнАбдуллин Савутов «Әң чоң яштики қатнашқучи», Гүлзадәм Турдиева «Паал қатнашқучи» номинациялири бойичә рәғбәтләндүрүлди.
Мәйрәм алдидики мусабиқә аһалигә көтирәңкү кәйпият беғишлиди. Көпчиликниң аммивий спортқа, болупму велоспортқа болған қизиқишини улғайтти.
Сабирәм ӘНВӘРОВА
