Ата-ана өз балилирини қатарға қошқанда Худадин униң инсавини, өмрини, һаяттики бәхтини сорайду. Пәрзәндим оқуп, бир ишниң пешини тутса, елигә, хәлқигә хизмәт қилса дәп арман қилиду. Жәмийитимиздә өз орнини тепип, һалал меһнәт қилған жәмийәтлик ишларниң жан көйәрлиригә өз миннәтдарлиғини билдүриду. Мән һекайә қилмақчи болған ата-ана аталған әйнә шундақ әжайип әмгәкчан, оғул-қизларни дунияға әкелип, тәрбийиләп, елимизниң түрлүк иш саһалириға орунлаштуруп, әл …