
Буниңдин йүз бәш жил илгири Кәтмәндә дәсләпки қоңғурақ челинди. Бу иш өз заманиниң чоңқур билимлик мутәхәссиси Мәхпир Имашевниң иқбалида әмәлгә ашти. Он нәччә бала билән иш башлиған билим дәргаһидин шуниңдин бери миңлиған учумкарлар чоң һаят қойниға қанат қақти. Уларниң ичидин нә-нә атақлиқ адәмләр йетилип чиқип, елимизниң тәрәққиятиға өз үлүшини қошти вә қошуватиду…
Җүмлидин, наһийәлик билим бөлүминиң «Мектептің жомарт түлегі – ауылдың берік тірегі» лайиһәси асасида шәнбә күни Кәтмән йезисидики Мәшүр Җәлилов намидики оттура мәктәптә әсир тарихқа егә билим ордисиниң 105 жиллиғи интайин жуқури дәриҗидә атап өтүлди.Тәнтәнә мәктәп һойлисидики шаирниң бюстиға гүлдәслә қоюш мәрасими билән башланди. Авал риясәтчиләр М.Җәлиловниң өмүрбаяниға қисқичә тохтилип, мәзкүр мәктәпниң 1999-жилдин буян атақлиқ шаир, истидатлиқ устазниң намида атилип келиватқанлиғини тилға алди. Шаир бюстиға гүлдәстә қоюш һөрмити наһийәлик мәслиһәтниң кативи Нурәким Есжан, кәтмәнлик шаир Илахун Җәлилов, шаирниң оғли, «Қизил юлтуз» медалиниң саһиби, Авған урушиниң ветерани, запастики полковник Талғат Җәлилов билән әдипниң қизи, И.Бәхтия намидики №3 Чонҗа оттура мәктивиниң муәллими Венерәм Җәлиловаларға берилди.
Андин меһманлар устазлар билән оқуғучиларниң утуқлири, мәктәптә әмәлгә ашуруливатқан лайиһәләр билән тонушти. Атап ейтқанда, «Жасыл клуб», «Жас эколог», «Прокурордың жас көмекшілері», «Жас сарбаз» клублири, «Қазақ күресі – ұрпаққа аманат» өмиги, «Балалар кітапханасы» лайиһәсиниң паалийити тонуштурулди. Шуниң билән қатар, «Өнер», «Мирас», «Атамұра», «Зерде», «Айбын», «Балауса» пән бирләшмилириниң көргәзмилири вә М.Җәлилов намидики мирасгаһ зиярәт қилинди. Заман тәливигә лайиқ иш елип бериватқан билим мәһкимисиниң йәткән утуқлири вә алға қойған мәхсәт-реҗилири көпчиликниң зор қизиқишини ойғатти. Тәдбирчан устазлар вә талантлиқ оқуғучиларниң қабилитийигә қайил болған меһманлар мәктәпни зиярәт қилиш җәриянида роһий озуқ елип, чоңқур тәсиратқа бөләнди.
Чарә-тәдбирниң иккинчи қисми йезилиқ Мәдәнийәт өйидә давам тапти. «Самғатқан сан қыранды Алтын ұя» намлиқ мәктәпниң 105 жиллиғиға беғишланған мәрикилик кәч «Қарадала» хәлиқ театриниң сәһниләштүрүшидики көрүнүш билән башланди. Кейин мәктәп коллективи һазирқи қазақ поэзиясиниң көрнәклик вәкиллириниң бири, «Алаш» мукапитиниң лауреати, шаир Бақыт Беделханниң сөзигә йезилған «Қарадалам» нахшисини хор билән иҗра қилди. Мошу пәйт, сәһнидики чоң экрандин Әсет Есжанниң орунлишидики видеоролик қошулуп турди.
Сәһнә төридин орун алған риясәтчиләр бу новәт мәктәпниң тарихиға тохталди вә мәктәп һәққидә мәхсус тәйярланған видеоролик көпчиликниң диққитигә сунулди. Кейин мәрасимниң һөрмәтлик меһманлири новәт-новити билән сөзгә чиқип, ушбу тарихий күнниң әһмийитини асасқа алған һалда, Кәтмән жутини мәктәпниң 105 жиллиқ тойи билән тәбриклиди. Наһийә һакиминиң орунбасари Ерасыл Толымбекоғли наһийә һакими Бота Елеусизованиң отлуқ салимини йоллиса, наһийәлик билим бөлүминиң рәһбири Мөлдир Қурманалиева М.Җәлилов намидики оттура мәктәпниң мудири Ерлик Бөкеновни тәшәккүрнамиси билән тәғдирлиди.
Атақлиқ шаиримиз Илахун Җәлилов, Қазақстан «Экология» хәлиқ академиясиниң академиги Мәһәмәтҗан Абдуллаев, ҚҖ Билим бериш ишиниң һөрмәтлик устази, Уйғур наһийәсиниң Пәхрий граждини, пешқәдәм устаз Тоқтақын Албековларму сөзгә чиққучилар қатарида болуп, көплигән атақлиқ адәмләрниң алтун угиси болған билим ордиси һәққидә мәзмунлуқ ой-пикирлири, әслимилири билән бөлүшти. Шаирниң оғли Талғат Җәлиловниң миннәтдарлиқ нутқидин кейин, Мәшүр Җәлиловниң аилиси намидин балилири мәктәпкә 500 миң тәңгиниң сертификатини тапшурди. Миллий Биртуташ тесттин жуқури балл топлиған 11-синип оқуғучиси Санат Бақытәлиоғлиға 100 миң тәңгә соға қилди. Шундақла, мәктәпниң сабиқ мудирлири Тоқтақын Албеков билән Молдасан Шәпиевларни һөрмәт билән сәһнә төригә тәклип қилип, үстигә чапан кийгүзди.
Мәрасим давамида мәктәптики һәрхил өмәкләргә қатнишиватқан оқуғучилар һүнәр көрсәтти. Болупму, «Назқоңыр», «Яш ғунчә», «Арнау» өмәклириниң яш талантлири, «Жас сарбаз» һәрбий патриотлуқ клубиниң әзалири сәһнә төригә чиққанда, тамашибинлар гүлдирас чаваклар билән алқишлиди. Устазлар вә оқуғучиларниң орунлишидики «Билим ишқида» хори чарә-тәдбирни техиму җанландуривәтти.
Мәктәпниң 105 жиллиқ тойиниң әстә қаларлиқ дәриҗидә өтүшидә –устазлар вә оқуғучиларниң әмгиги бебаһа. «Мәктәпниң мәрт түлиги –жутниң мустәһкәм тириги» демәкчи, бу ишқа мәктәп түләклириниң маддий вә мәнивий ярдәм көрсәткәнлигини атап өткән орунлуқ. Мәктәп түләклири намидин ана мәктивигә икки LED экран соға қилинипту. Жут әзимити Мурат Илалов мәктәкә 500кв/метр линолеум елип берипту.
P/S: 2017-жили мурәккәп җөндәштин өтүп, заман тәливигә лайиқ қурал-үскүниләр билән җабдуқланған М.Җәлилов намидики Кәтмән оттура мәктивидә бүгүнки таңда 65 муәллим 323 оқуғучиға сүпәтлик билим бәрмәктә.
Сабирәм ӘНВӘРОВА