Буниңдин авал гезит-журнал бәтлири арқилиқ яш иҗаткарларниң «Варис» әдәбий-иҗадий бирләшмиси қурулғанлиғи мәлум болған еди. Намидин чиқип турғинидәк, яшларниң асасий мәхсити – уйғур әдәбиятиға варислиқ қилиш болди. Исими көпкә тонуш, көрнәклик уйғур зиялилири Алимҗан Тилвалди вә Азнат Талипов өз тәклип-пикирлири асасида, әдәбият йолида қәләм тәвритип келиватқан бир түркүм яшларниң бешини бириктүрүп, иҗадийәт йолиға йетәклигән еди. Мана шуниңдин бери йеңидин дәм-дәм бесип …