Қазақстан Парламенти Мәҗлисиниң депутати Шаһимәрдан Нурумов, Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң Алмута вилайәтлик кативиниң баш мутәхәссиси Әбилхайир Оралов вә җумһурийәтлик «Уйғур авази» гезитиниң баш муһәррири Ершат Әсмәтовлар Кәтмән йезисида хәлиқ билән учришиш уюштурди. Бу учришишқа Кәтмән, Дардамту, Ғалҗат, Кичик Дехан жутлириниң турғунлири иштрак қилди. Наһийә һакиминиң орунбасари Дәулетжан Деменбаев мәзкүр баш қошушниң һөрмәтлик меһманлирини тонуштуруп, дәсләпки сөзни Шаһимәрдан Һүсәйин оғлиға бәрди. У …