Мән йеқинда Астана шәһиригә барған, йәни дуния йүзилик өтүливатқан ЭКСПО Хәлиқ ара көргәзмисигә қатнашқан, жутумиздики Қазақстан юристлар иттипақиниң әзаси, нотариус хадими Дилшат Давутов билән сөһбәтләшкинимдә, төвәндики тәсиратлирини тәвриниш илкидә тәпсилий һекайә қилип бәргән. Шуни диққитиңларға һавалә қиливатимиз. -Һәмминиң диққитини жәлип қилған, йәни Астанада өткүзүливатқан, дуния хәлиқлириниң көргәзмиси мениң һәвәсимниму ойғатти. Жутдаш ағинәм билән аләмни өзигә җәлип қиливатқан Астанадики көргәзмә павильонлирини …