Мән йеқинда Астана шәһиригә барған, йәни дуния йүзилик өтүливатқан ЭКСПО Хәлиқ ара көргәзмисигә қатнашқан, жутумиздики Қазақстан юристлар иттипақиниң әзаси, нотариус хадими Дилшат Давутов билән сөһбәтләшкинимдә, төвәндики тәсиратлирини тәвриниш илкидә тәпсилий һекайә қилип бәргән. Шуни диққитиңларға һавалә қиливатимиз.
-Һәмминиң диққитини жәлип қилған, йәни Астанада өткүзүливатқан, дуния хәлиқлириниң көргәзмиси мениң һәвәсимниму ойғатти.
Жутдаш ағинәм билән аләмни өзигә җәлип қиливатқан Астанадики көргәзмә павильонлирини көрүшкә аилилиримизни биллә елип бериш нейитидә болуп, сәпәргә қизғин тәйярландуқ. Буниңға болған тәрәддутимизни аңлиған балилиримизниң хошаллиғида чәк болмиди. Хулләс, икки аилә әзалири тәшналиқ билән күткән күнму келип, Алмута шәһиригә йәттуқ. Алмута-Астана шәһири йөнилишидики поезға олтирип, сәһәрдә арман қилған, дуния хәлиқлирини һәйран қалдурған, Астана шәһиригә бардуқ.
Бизни бирдин җәлип қилған шәһәрниң кәң кочилири билән асман билән бой талашқан имарәтлири болди. Балилиримиз бу қәд көтәргән беналарни, кочилиридики қоюлған фантанларни, аватлаштурулған җайларни, шундақла түрлүк нәқишләрдә безәндүрүлгән аллеяләрни тамашә қилип, өзлири алаһидә бир һиссиятта болди. Шуни очуқ ейтимән, у шәһәрдә өзәмниң һәдәм яшиғанлиғи үчүн тоғра шуларниң өйигә йол алдуқ. Мән бир нәччә рәт бу шәһәрдә болғанлиғим үчүн, һәдәмләрниң өйигә йәткичә, коча бойлап аватлашқан йәрләр билән мәнзирилик җайларниң йүксилишлиридин қисқичә ейтип, илгәрки кәлгән пәйтлиримдики алаһидиликләрдин мәнму мәмнун болуп сөзләп келиватимән. Хусусән, «Байтерек», «Ханшатыр», «Думан» вә мәмликәтлик беналарниң көрүнүшлири һәммимизни әҗайип тәсиратта қалдурди. Қисқиси, бу күни шәһәрниң кочилирини, мәдәний җайлирини көрүш билән чәкләндуқ.
Таңниң етишини тақәтсиз күткән балилиримиз түндә бир нәччә рәт ойғанди. Улар өзлириниң һарғанлиқлириниму унутқан. Ойлири пәқәт тез таң атса, дунияға қизиқиш пәйда қилған ЭКСПО мәйданиға барса, униң ичидә жүрәк қанғичә ойниса. Балиларниң арзу-армини шу болди. Бизниң мәхситимизму, балиларни көңүллүк ойнитиш, көргәзмини көрситиш, қисқиси, балилиримизниң тәтилни көңүллүк өткүзүши үчүн һәр қандақ тәләплиригә көнүдиғанлиғимиз сәвәплик, барлиқ иқтидаримизни шуларға қараттуқ. Хәйрият, күнму күлүп чиқип, һәммини хошал қилди. Балилиримизниң һелидин-һелиға тәптишләп, мәйданға чапсанирақ беришни нийәт қиливатқанлиқлирини ичтин сезип, арман қилған җайға йол туттуқ.
Кочиларда бир-бирини қоғлап өтүватқан түрлүк транспортлар, артимизда аста-аста қеливатқан мәнзирилик җайлар, фантанлар, аллеяләр – һәммә дилимизни йорутмақта. Биз олтарған машиниму ЭКСПО шәһәрчисигә келип йәтти. Бу күнниң иш-чариси билән тонуштуқ. Униңда «Нұр әлем», «Үздік тәжірибелер аймағы» вә «Тақырыптық павильондар» ишлири реҗиләнгән екән.
ЭКСПО шәһәрчиси. Бир нәччә йүзлигән метр квадратни тәшкил қилидиған һашәмәтлик өйлири бар зор мәйданниң алдиға кәлдуқ. Күн нурида өй тамлиридин, ясалған гүмбәзлиридин күнниң нурлири билән чеқилип чүшүватқан шолилар көзүмизни қамаштуратти. Униңға қизиқип, кириш җайиға кәлдуқ. Хатирә болсун дәп, өзимизни – өзимиз вә шу йәрдики маһир фотографлар тәрипидин сүрәтләргә чүшишкә башлидуқ. Кириш алдида сәрәмҗанлиқ болуп, кәлгүчиләрни күтүвалидиған, һаҗәт болса тәрҗиманлиқ қилидиған, павильонларни арилишқа йол-йоруқ көрситидиған вә башқиму һаҗәтмәнләр өз орнида екән. Тәртип вә тазилиқ сақчилири болуп, һәммини диққәт нәзәридә күзәткән.
Кириш алдида нахшиға җор болуп көтирилип, худди ритм билән уссул ойнаватқандәк толғинип, әвиршимлик көрситиватқан фантан түрлүк рәңлири билән һәммимизни бирдин өзигә җәлип қилди. Ичкиригә киргәндә балилар мәйдани болуп, уларни шу йәрдә бир аз ойнаттуқ. Балилиримиз «Ессіз ғалымдар шоуы» – балиларға беғишланған риваҗландурғучи вә мәшиқләндүргүчи шоу, «Энергия» мавзусиға хас оюн түридики экспериментлар, балиларға беғишланған воркшопларни тамашә қилишқа муйәссәр болушти. Андин химиялик тәҗрибә лаборатория көргәзмисини намайиш қилди. «SHELL» Британияниң нефть-газ компаниясиниң павильонида болуп, токниң чиқиш сәвәплирини көрди. Улар түрлүк мәшиқләр қилғанда күн нури, шамал, адәм һәрикәт қилса ток пәйда болидиғанлирини өз көзлири билән көрди. Шундақла су үстигә ташланған шар үстидә жүгәрсә ток зәррилириниң пәйда болидиғанлиқлири балиларниң көңүллүк ойнишиға техиму қизиқиш пәйда қилди, – дәп балиларни көргәзмини көрүшкә апарған нотариус Дилшат Давут оғли тәсиратлирини һекайә қилип бәрди. У шундақла җумһурийитимизниң баш шәһириниң заманивий тәләпләр асасида риваҗлинип, дуниядики тәрәққий әткән, гөзәллиги билән һәммини җәлип қилған шәһәрләр қатаридин көрүнүшкә шиддәт билән киришкәнлигини зор тәсират илкидә сөзләп бәрди.
Д.Давутов Сомали Федерациялик Җумһурийитиниң миллий күнини, Африка вә Гвения әллириниң мәдәнийәт күнлириниң мәрикисигә қатнишип, һөзүр қилғанлиқлириниму ейтти. ЭКСПО мәйдани ичидики алаһидиликни сөз билән тәрипләш беришниң қийин екәнлигиниму йошурмиди. Умумән алғанда, бу икки аилә өз балилириға җумһурийитимизниң пайтәхти Астана шәһириниң тәрәққияти билән бирликтә җаһан миқиясида өтүливатқан ЭКСПО Хәлиқ ара көргәзмисиниң алаһидиликлирини, әһмийитини вә дуниядики заманивий энергетика саһасидики кәшпият үлгилирини көрситип қайтқан. Бу болсиму, балиларниң сәвийәлик, билимлик һәм вәтәнпәрвәрлик тәрбийә елиш йоллирида ата-аниларниң балилириға көрситиватқан амиллириниң биридур. Бу икки күнлүк сәяһәтлик сәпәр тәсирати келәчәк әвлатларниң қәлбидин чоңқур орун елип, әтики күни мәктәпкә барғанда мәғрурлинип туруп, синипдашлириға махтиниш билән сөзләп бериши яки инша йезиши тәбиийдур.
Худавәди
МӘҢСҮРОВ