Басты бет Әр қилы Ялғузниң яри…

Ялғузниң яри…

0
1,497

(Яки атиниң ағриған қәлби)

(һекайә)

У күн бойи, ай бойи, жил бойи ялғуз
болуватқинини жүригидин сезинәтти.


Униң сәксәндин өтүп, вапат болған бир устази бар еди. Уму қериғанда өзини интайин ғериплиқта һис қилатти, лекин шу қийинчилиқларни йеңип өтүш үчүн «Мән ялғуз. Өлүмалар ейтқандәк, ялғузниң яри Худа!» дегән еди.
Һазир у устазиниң шу сөзлирини ичидә бир нәччә қетим тәкрарлап, роһийитидә аллиқандақ өзгиришни туйғандәк болди. У өлүмаларға интайин ишинидиған адәм еди. Шуниң үчүн өзи немишкә ялғузлинип қеливатқанлиғи тоғрисида дайим хиял сүрәтти, буниң сәвәплирини билгәндәк болатти. Бәзидә хияллириға әрик бәргинидә, өзини-өзи айиғусиз тәнқитму қилатти… «Қериғиним сәвәплик күн санап инҗиқлишип кетип баримән. Ушшақ-чүшшәк сөзләрниму көтирәлмәй қалдим. Бирдинла «ялқунлап» кетимән. Бу қилиғим йеқинлиримға яқмайду. Ахири, һәр ким, пәқәт өзи халиғандәк яшашни арманлайду-дә», дәйду. Әйнә шу мәсилидә инсан әң җиддий хатаға йол қойиду. Йәни, һәммә вақиә-һадисиләргә пәқәт өз нуқтәий нәзәридин яндишип, баһа бериду, мәнпийәтни жуқури қойиду. Бу инсан тәбиитигә хас. Чүнки пәқәт башқа бириниң пикрини һесапқа елип яшашниң һеч қандақ илаҗиси йоқ.
Инсан мәнпийәтлири тоқунушқа кәлдиму, барлиқ дил ағринишлар әйнә шуниңдин келип чиқиду. Һаятта адаләт йоқ, һәқиқәт йоқ, дәп җар салиду, яқа жиртип, көкрәкни мушлайду. Лекин аҗиз бәндәм билмәйдуки, адәмләр бир-биригә нисбәтән мутлақ адаләтлик болуши, буниңда һәқиқәтниң қарар тепиши интайин мүшкүл. Инсанға нисбәтән мутлақ Адаләт вә Һәқиқәтни пәқәтла Алла ишарә қилалайду. Шу сәвәптин Һәқиқәт сөзиниң томури «Һәқ, Һәқ Тааладур!..»
Шу тәхлит ата өзиниң айрим хаталирини қийинчилиқ билән болсиму, тән алиду, йеқинлириниңму шу йолни тутушлирини халайду. Лекин уларму тирик җандә, һаятқа өзлириниң көз қарашлири бар. Аилидә башланған көңүл хирәликлириниң әсли сәвәвиму шуниңда еди.
Ата чоң оғли билән мәйданға кәлгән талаш-тартишлар сәвәвини бир-бирләп көңлидин өткүзди.
…Күнләрниң биридә аилә даирисидә сөһбәтлишип олтарғанда, башқа шәһәрдә яшайдиған чоң оғли һәзиллишип, күлкигә айландуруп сөз қилған еди, мундақ мунаси-вәтни һеч күтмигән ата өзини туталмай, оғлини қаттиқ зекип ташлиди.
Әслидә, оғли наһәқ еди. Атиси балилири, нәврилиригә өзи қириқ жил хизмәт қилған вә интайин яхши билгән саһа һәққидә зоқлиниш билән һекайә қиливататти. Оғул:
– Йәнә башланди. Әнди дадамни тохтитип көрүң, – деди – написәтлик билән.
Атиниң бешидин бир челәк соғ су қуюлғандәк болди. Өзини зорға қолиға елип, етираз билдүрди.
– Немишкә бу гәпни қилисән? Сән шу кәсип түпәйли, мән тапқан нанни йәп чоң болдуңғу!
Оғул бош келишни халимай, йәнә немиләрниду дәп ғудуңшиған еди, ата өзини туталмай, еғир сөз қиливәтти…
Шу-шу болди, чоң оғли бир жилчә қарисини көрсәтмиди. Һәтта бирәр қетимму қоңғурақ қилип, қери атисиниң әһвалини сорашқиму яримиди.
Кейин бир күни ахшими мәзгилидә аяқ астидин өйгә кирип кәлдидә, «Машина алимән, маңа пул керәк, палан миң тәңгә бәр!», деди худди һеч гәп-сөз болмиғандәк.
Атида мунчивалә пул йоқ еди. Лекин издисә достлиридин қәриз-қуруз қилип болсиму, пул тепип берәтти. Амма оғлидин қаттиқ рәнҗигән ата мундақ қилмиди.
– Мениңдә мундақ ахча йоқ. Пенсиягә яшаватқинимни билисәнғу! – деди.
Оғлиниң зор мааш елиши, униң бир тийининиму атисиға көрсәтмәслигини үзигә бесип олтармиди. Нә чарә, ата балисини ойлатти, ата уни аяр екән, лекин һарсиз пәрзәнт атисини ойлимас еди!
Шу тәхлит ата-бала оттурисидин ала мөшүк өтти. Кейин әйнә шу «ала мөшүк» өзи билән аяли арисидинму өтти. Хотун чоң оғлиниң йенини еливатиду, дейиш қийин еди. Чүнки у яшанған ериғиму, әнди улғийип, өйлүк-җайлиқ болуп кәткән балилириғиму һейлә қилип, уларниң келип-кетиши биләнму унчилик қизиқматти.
Қириқ жиллиқ әр-хотун арисиға соғақчилиқ чүшти. Лекин буниңға әриз қиларлиқ бир сәвәп йоқ еди. Улар күн-түнләрни қапақ түрүш билән өткүзидиған болушти. Әслидә бу дил ағритишму аддий маҗрадин башланди.
…Шу күни әр мончидин хелә телиқип (һалсизлинип) чиқти. «Аһ, қерилиқ қурисун, қерилиқ!», деди өзидин-өзи нарази болуп. Кейин қосақниң ачқанлиғини сезип, «Хотун, тамиғиң барму?» деди.
Хотуни дәстихан салди. Бир чәйнәк чайни «ток» қилип ериниң алдиға қойдидә, «бүгүн кәчки тамақ ясимидим» деди чәкчийип.
– Немишкә? – деди әр. – Өйдә йетишмәслик болдиму?
– Һәммиси бар. Һардим, һеч тавум болмиди…
Ериниң пуғани пәләккә чиқсиму, чидиди. Җаң-җал чиқарса, оттуранчи оғул билән келининиң аңлап қелишидин шүбһиләнди.
Һәр қачанқидәк юмшақлиқ билән чүшәндүрүшкә һәрикәт қилди.
– Демәк,- деди у тутуқуп. – Муқәддәс китаплардин саңа нәччә қетим аялниң әр алдидики мәҗбурийәтлирини оқуп бәргән едимғу! Һәҗәп, һеч нәрсини чүшәнмигән болсаң? Бир чинә тамақ һазирлимаслиғиң, маңа һөрмәтсизлик көрсәткиниң, һөрмәтсизлигиң әмәсму?
– Вай-вуй, немишкә һөрмәт тонутишим керәк? Мәнму қеридим, бир өмүр хизмитиңни қилип, әнди яқмай қалдимму? – вайсиди хотун. – Керәк болса, тамақни келиниң пишәрсун! Яки… Немә, мән җенимни йолдин тапқанмидим?
– Һай, хотун! Неманчә тилиңға әрик берисән? Мән җениңни йолдин таптиң, дегиним йоққу. Немишкә тамақ ясимидиң дедим, халас. Келин яш балилири билән үлгирәлмәйдиғу. Һазир мән болсам қеридимғу…
Хотун болса бош кәлмәтти:
– Мән яшлиғимда һәммисигә үлгирәттимғу!
Әр билди, талишиштин пайда йоқ. Шу ахшими у хотуниға аччиқ қилип, қосиғи ач болсиму, һеч немә йемиди…
Әр-аял бир нәччә күн гәпләшмәй жүрди. Кейин һәммиси өз орниға чүшүп кәткәндәк болди, лекин бәри бир мунасивәтләрдә бурунқи иллиқлиқ, сәмимийлик йоқалған еди. Әр қишниң узун вә соғ кечилиридә деризигә тикилгиничә таңларни атқузатти. У хотуни билән беганилишип кетип барғинидин қаттиқ азап чекәтти, лекин бу һаләттин қандақ чиқиш йолини билмәтти. Хотуниму униң у-бу ишлирини қолиниң учида қилип, ериға етивар қилматти…
Йәнә бир жилдин кейин өйгә чоң оғли кәлди. У атиси билән қол берип көрүшәр екән, амма түзүк саламлашмиди. Көзлиригә тик қаралмай, көзлирини һәр яққа қачуратти. Һәммисигә вә барлиқ нәрсигә етивар билән қарайдиған ата йәнә рәнҗиди. «Һә, көзлиримгә тик қаримидиму, демәк, жүригидә һаман кир-адавәт сақлаватиду. Һәқиқити, шунда ахча бәрмигиним үчүн мениңдин қәст еливатиду».
«Әй, Худа!, – деди у, әпсус-надамәт билән чоңқур уһ тартип. – Бу қандақ заман, пәрзәнт өз атисидин қәст алса?!»
Уларниң сөһбити һеч маслашмиди вә оғул өйигә кетип қалди. Униң йәнә бирәр жил қорисини көрсәтмәслиги ениқ еди. Ата аста меңип ашханиға кирди. Дәстихан йейиқлиқ, лекин аилә әзалиридин һеч ким йоқ еди.
Ата қошуқни елип, чинә тәхсидики тамақтин тетиғандәк болди. Таам тәмлик болсиму, совуп қалған еди… Бу атиға қаттиқ тәсир қилди.
Йәнә устазиниң сөзлирини әслиди. Әслидидә, бу рәт өзидә һеч қандақ аҗизлиқниму, күчниму сәзмиди. Әксичә, көңли бошап, көзлири нәмләнди. «Һә, ялғузниң яри – Худа!». Һәқ гәп! Лекин бу ялғузлуқ инсанлар үчүн әмәс, Алла алдидики Ялғузлуқ. Тәнһалиқтур! Инсан өз йеқинлири арисида, аилидә ялғуз болмаслиғи керәк!
Һой, хам сүт әмгән бәндиләр! Өз атиңизни, йеқинлириңизни ялғузлуқта қоймаң! Тәнһалиқ пәқәт Аллағила хастур! Ялғуз Аллаға!»
Ата шу пикирләрни көңлидин өткүзүп, жүригидә қариму-қарши һислар билән елишатти, өз хаталирини, гунаһлирини тән алғуси келәтти. Көңүл аталмиш чоңқур чүшинип, толуқ изаһлап болмайдиған мүлүкниң әң жирақ, қараңғу булуңлирида аллиқандақ бир иллиқ учқун җилвилинип туратти. Әгәр шу учқун ялқун алса, у пүтүн һаятлиқни, каинатни вә әң авал инсан жүригини, келәчигини мунәввәр етишигә Үмүт бар!..

Худавәди
МӘҢСҮРОВ

  • Хәсийәткә толған мунбәт макан

    ЙЕҚИНДА ТАЛДИҚОРҒАНДА «ХӘСИЙӘТЛИК ҚАЗАҚСТАН» ҖУМҺУРИЙӘТЛИК ИЛМИЙ-ТӘТҚИҚАТ МӘРКИЗИНИҢ УЮШТУ…
  • ЙЕҢИ САНАӘТ – ДӘВИР ТӘЛИВИ

        Қазақстан дуниядики һәр хил синақларға тақабил туруп, сүръәт билән ихтисадий тәрәққият…
  • ӨЗ КӘСПИНИҢ МАҺИРИ

    Мән йеқинда гезитларни варақлаветип, Қазақстандики 100 йеңи исимниң арисида икки уйғур бал…

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

УНИҢ ҺАЯТИ ӘМГӘК БИЛӘН ЖУҒИРИЛҒАН

Кеңәш дәвридики өтмүшни әскә алидиған болсақ, түрлүк иш қойнида әмгәк әткән инсанларниң қи…