Басты бет Жолдау ЙЕҢИ САНАӘТ – ДӘВИР ТӘЛИВИ

ЙЕҢИ САНАӘТ – ДӘВИР ТӘЛИВИ

0
1,296

    Қазақстан дуниядики һәр хил синақларға тақабил туруп, сүръәт билән ихтисадий тәрәққият йолиға чүшти. Бизгә бәлгүлүк елимизниң 2050-жилғичә реҗилигән Тәрәққият стратегияси әмәлгә ешип кәлмәктә.


        Инсанийәт йеңи санаәт инқилави дәвригә қәдәм ташлиди. Заманивий технологияләр дунияни өзгәртмәктә. Шундақла, тәрәққиятниң йеңи имканийәтлириниму елип кәлмәктә. Бу – бизниң дуниядики тәрәққий әткән 30 дөләтниң сепидин орун елиш үчүн тарихий имканийитимиз. Бу тәвсийә елимизни Төртинчи санаәт инқилави әһвалида риваҗландурушқа қаритилған. Президент бу җәриянни әмәлгә ашуруш үчүн он асасий вәзипини мәхсәт қилип қойған. Шу он вәзипиниң 5-маддисида қурулущқа вә коммуналлиқ секторға заманивий технологияләрни киргүзүш көздә тутулған.
Әмәлгә ашурулуватқан программилар түпәйли, Қазақстанда пайдилинишқа берилгән турушлуқ өйләрниң көләми жилиға он миллион квадрат метрдин ашти. Турушлуқ өйни көпчиликкә шараит яритиватқан турушлуқ өй аманәт системиси нәтиҗилик ишләватиду. Турушлуқ өй билән тәминләш көрсәткүчи ахирқи он жилға бир турғунға чаққанда 30 пайизға өсүп, бүгүнки күндә 21,6 квадрат метрни тәшкил қилди. Бу көрсәткүчни 2030-жили 30 квадрат метрға йәткүзүш һаҗәт дәп көрситилгән Мәктүбтә.
-Мошу вәзипини орунлаш җәриянида қурулуш селишниң йеңи услублирини, заманивий материалларни, шундақла имарәтләр лайиһиси билән шәһәр қурулушиниң планини тәйярлиғанда, тамамән башқа услубларни пайдилиниш керәк. Имарәтләрниң сүпитигә, экологиялик тазилиғиға вә энергиялик нәтиҗидарлиғиға жуқури тәләпләрни қоюш керәк. Селинидиған вә селинған өйләрни, инфрақурулумлуқ объектларни әқлий башқуруш системилири билән тәминләш лазим. Бу турғунларға қолайлиқ шараит яритип, электр энергиясини, исситиш вә суни истимал қилишни қисқартип, тәбиий монополистларни нәтиҗидарлиқ билән ишләшкә рәғбәтләндүриду,- дәп тәкитләйду Президент Н.Ә.Назарбаев.
Қанунға, шуниң ичидә тәбиий монополия саһасини рәтләйдиған қанунларға һаҗәт өзгиришләрни киргүзүш керәклиги алаһидә ейтилған.
Һакимлар турушлуқ өй-коммуналлиқ инфрақурулумини йүксәлдүрүш мәсилисини дөләт-шәхсий һәмкарлиқ асасида паал һәл қилиши вә уларниң реҗилик асаста ишларни әмәлгә ашуруши лазимлиғиму тәкитләнгән.
Президент йезиларни сүпәтлик су билән тәминләш үчүн һөкүмәт бу ишқа барлиқ малийә мәнбәлиридин һәр жили кам дегәндә 100 миллиард тәңгә қараштуруши керәклиги ейтилип, уни назарәт қилип туруш һаҗәтликлири әскәртилгән.
Биз Президентниң бу көрсәтмилирини йәкдиллиқ билән қолллап- қувәтлигәндила иҗабий нәтиҗиләргә муваппәқ болалаймиз. Шундақла, сәвийәмизни мәхсәткә мувапиқлаштуруп өзгәрткәндила вә һәр қандақ ишни «өзәмниң яки келәчигим үчүн керәк» дәп, тиришчанлиқ көрсәткән тәғдирдила, Президент тапшуруқлириниң 5-маддисини мувапиқ орунлиған болумиз, йәни жуқурида қәйт қилинған қудрәтлик 30 дөләтниң қатаридин орун елишимиз җәзмән.

Худавәди МӘҢСҮРОВ

  • Ялғузниң яри…

    (Яки атиниң ағриған қәлби) (һекайә) У күн бойи, ай бойи, жил бойи ялғуз болуватқинини жүри…
  • Хәсийәткә толған мунбәт макан

    ЙЕҚИНДА ТАЛДИҚОРҒАНДА «ХӘСИЙӘТЛИК ҚАЗАҚСТАН» ҖУМҺУРИЙӘТЛИК ИЛМИЙ-ТӘТҚИҚАТ МӘРКИЗИНИҢ УЮШТУ…
  • ӨЗ КӘСПИНИҢ МАҺИРИ

    Мән йеқинда гезитларни варақлаветип, Қазақстандики 100 йеңи исимниң арисида икки уйғур бал…

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

БӘСЕКЕЛЕСТІККЕ ТӨТЕУ КЕРЕК

Мемлекет басшысы Қасым-Жомарт Тоқаев биылғы Жолдауында экономикаға басымдық берді. Салық с…