ЙЕҚИНДА ТАЛДИҚОРҒАНДА «ХӘСИЙӘТЛИК ҚАЗАҚСТАН» ҖУМҺУРИЙӘТЛИК ИЛМИЙ-ТӘТҚИҚАТ МӘРКИЗИНИҢ УЮШТУРУШИДА «РУХАНИ ЖАҢҒЫРУ» ПРОГРАММИСИҒА МУНАСИВӘТЛИК ТӘВӘДӘ АТҚУРУЛУВАТҚАН ИШЛАРНИҢ БЕРИШИ ТОНУШТУРУЛДИ.
Дәс-ләпки сөзни алған «Хасийәтлик Қазақстан» җумһурийәтлик илмий-тәтқиқат мәркизиниң башлиғи Берик Абдуғали оғли вилайитимиздә өлкәтонуш йөнилишидә ишлиниватқан ишларға жуқури баһа бәрди. Шундақла Президент тапшуруқлириниң йәрлик орунларда әмәлгә ашурулуватқан ишларға ярдәм көрсәткән вилайәт башчилириға тәшәккүрини ейтти. У сөзидә:
– Әл рәһбириниң «Рухани жаңғыру» мақалиси миқиясида ишләнгән ишлар бирлигимиз билән тарихимизни тонушумизниң басқучи билән һәмнәпәс. У келәчигимизни мустәһкәмләш йөнилишини айдиңлаштуруп көрсәтти. Демәк, мошу бир жилда Мәмликәт рәһбириниң бу программилиқ мақалисида қоюлған тәләпләрни орунлашта тарихчилар билән өлкәшунасларниң қилған әмгиги чәксиз. Мошундақ әмгәк етишкә қоллаш көрсәткән һәр вилайәтниң рәһбәрлиригә алқишимиз зор. Алдинқи вақитлардиму йәттисулуқлар Әл рәһбириниң тапшуруқлирини виҗдани билән орунлайдиғанлиғиға ишинимиз, – деди у.
Һәқиқәтәнму, өткән жили өлкимиздә «Хәсийәтлик йәрлириниң географияси» реҗиси системилиқ түрдә болуп, нәтиҗилиқ бәҗирилди. Вилайәтлик мәдәнийәт, архивлар вә һөҗҗәтнамә башқармисиниң уюштуруши вә вилайәтлик мәдәний мирасларни қоғдаш мәркизиниң қатнишиши билән Йәттису өлкисиниң җай-җайлириға экспедиция ясап, мәмликәтлик тизимға елинған яки елинмиған, мошу күнгичә нәзәрдин сирт қелип кәлгән йәрләрни ениқлиди. Уларниң тарихини түгәлләп, ривайәт-һекайилирини топлап, тәтқиқ қилиш давамида мустәһкәмләнди. Мошундақ әмгәкниң нәтиҗисидә «Хәсийәтлик Қазақстан» җумһурийәтлик илмий-тәтқиқат мәркизи тәрипидин чиққан «Қазақстанниң хәсийәтлик йәрлири» намлиқ қош томлуқ топламға киргән умумий милләтлик 100 нишанниң 17си, тәвәлик 500 нишанниң 41и бизниң вилайитимизниң әнчисигә тәгди. Шундақтиму тәтқиқ қилинидиған, издинидиған дуниялар барчилиқ. Ениқлиниватқан хәсийәтлик йәрләрниңму қатари йетәрлик.
Жиғин давамида алдинқи ишлинидиған реҗиләр тонуштурулди. Шундақла муһакимигә қатнашқан өлкәшунаслар билән тарихчиларму өз тәвсийәлирини ейтип, ойлири билән бөлүшти.
Жиғилиш ахирида «Қазақстанниң хәсийәтлик йәрлири» тоғрилиқ, йәни Йәттису йериниң тарихи билән мәдәний ядикарлиқлири хусусида нәширдин чиққан китапниң лентиси қийилди.
Худавәди МӘҢСҮРОВ