Мән йеқинда гезитларни варақлаветип, Қазақстандики 100 йеңи исимниң арисида икки уйғур балисиниң бар екәнлигини оқуп қалдим. Улар атақлиқ режиссер Әзиз Зайиров билән көрнәклик врач-ортопед, медицина пәнлириниң намзити һесамдун Һәрәмов еди. Әзиз тоғрисида талай қетим гезит бәтлиридә йезилғанлиғини билимән. Амма Һесамдун һәққидә оқумиған едим. Һесамдун нака балиларниң һаятини сақлап қелиш үчүн хизмәт қиливатқан алий дәрижидики врач екән. У кәспий ишиға кәлгәндин буян бәш миң операция ясиған. Уни бемарлар билән кәсипдашлири исимини ейтмайла, «Өзиниң кәспигә маһир дохтуримиз» дейишидекән. Һәқ гәп, мән у жигитни көрмидим, лекин дост-бурадәрлириниң вә шундақ кесәлгә дучар болған бемарларниң ейтқан хатирилиригә қарап, кәспигә муһәббәт бағлиған бу жигитниң паалийити мени қизиқтурурди. Шуниң маһаритини башқа оқурмәнләр билсунчу дегән нийәттә қолумға қәләм алдим.
Наһийәмизниң Чоң Ақсу йезисида, көп балилиқ аилидә 1971-жили туғулған Һесамдун балиларниң кәнҗиси екән. Мәзкүр жуттики оттура мәктәпни тамамлиған Һесамдун дохтур болушқа бәл бағлиған. Чүнки атиси Қавдун астма кесилидин вапат болған. Көп балилиқ аилини беқип-өсүрүш аниси Шарванәмгә қалиду. Шу анисиниң балиларни балағәткә йәткүзгичә тартқан җапа-мәшәқәтлири Һесамдунниң қәлбидин чоңқур орун алған. Һесамдунниң дадиси ағриқ зәрдавидин қаттиқ қийналған. Шу ағриқниң дәрдидин дадиси 54 йешида һаяттин өткән екән. Дадисиниң бу қийнилишини көргән Һесамдун дадисиға «Дада, мән чоң болғанда дохтур болимән. Яш туруп, саңа охшаш ағриқ дәрдини тартип қийниливатқанларни көргүм кәлмәйду. Уларниң у һалитини халимаймән» дәп қәсәм бәргән еди.
Оттура мәктәпни күмүч медальға тамамлиған Һесамдун 1989-жили Қарағанда дөләт медицина институтиға оқушқа тапшуриду. Аз вақиттин кейин Алмутидики С.Асфендияров намидики медицина институтиға авушуп, мәхсус билим дәргаһини тамамлайду. Бүгүнки күнләрдә у медицинилиқ университетиниң «Ақсай» клиникисида ортопедия мәркизигә рәһбәрлик қилидекән.
Өзиниң таллавалған саһаси бойичә 2010-жили намзатлиқни қоғдайду. Иш бабидин көплигән тәшәккүр вә бәлгүләрни елишқа муйәссәр болған. 2016-жили Қазақстан миллий медицина ассоциациясиниң «Алтун дохтури» медали билән тәғдирләнгән. 2017-жили болса, «Қазақстандики 100 йеңи исим» лайиһисигә киргән.
Тонушлириниң париңиға қариғанда, «100 йеңи исим лайиһәсигә киргәнлигимни аңлап, өзәмгә-өзәм ишәнмәй қалдим. Чүнки мән үчүн бу күтүлмигән хошаллиқ болди» дәп, Һесамдунниң шу күнләрдики тәвриниш илкидә ейтқан сөзлирини сөзләп бәргән еди. Шундақла, «һәр бир операция мениң үчүн йеңилиқ. Маңа бәзән пут-қоллири чиқип кетип, қиңғир тутуп қалған яки туғулишидин пут-қоллири нака балилар келиду. Уларниң һәр қачан тәл-төкүз өсүшини арман қилимән. Мураҗиәт қилип кәлгән һәр қандақ инсанниң муһтаҗидин чиқишни өзәмниң борчим дәп билимән. Шу күнгә қәдәр һеч кимниң көңлини қалдурмай, хизмәт қилип келиватимән. Шу меһрим вә қилған әмгигим баһаланди дәймән» дәп, хошаллиқ илкидә һекайә қилған иш бабидики әмгәклириниму, жутдаш-достлири билән тонушлири сөзләп бәргән еди.
«Бүгүнки күнләрдә 26 яшқа кәлгән, бәхүдүк яшаватқан, аилиси бар, балилирини маңа пат-пат көрситип туридиған аилиниң бир яшлиқ қизиға биринчи қетим операция ясиғиним һели есимда. Улар «сиз бизниң алтун қоллуқ дохтуримиз» дәп һөрмәт көрситишиду. Ундақ алқишлар сөйүмлүк кәспимгә болған ишқимни техиму җанландуриду», дәп ейтқан параңлири биз жутдашлириниң көңлини бир көтиривәткән еди. Йәнә қошуп ейтидиған нәрсә, туғулушидин нака болған (у қиз һазир Жургенов намидики академияниң рәссамчилик бөлүмини тамамлаш алдида туриду) икки ямпиши чиқип кәткән бир қизни «Алтун қоллуқ дохтур» ямпишиға алтә, тизиға икки рәт операция қилған. Путлирини тәңләштүрүш үчүн он сәккиз сантиметр қошупту. У қизниң аилиси билән уруқ-туққанлириниң Һесамдунға миннәтдарлиғи чәксиз болған.
Дайим издиништә жүргән, хәлиқниң муң-муһтаҗини өзиниң шипалиқ қоллири билән шипа көрситип жүргән шипагәр Һесамдунниң мәңгүлүк мәһбубиси Румиләмму педагог-психолог екән. Оғли Дияс алий билим дәргаһида тәһсил көрсә, қизи Камила 6-синипниң оқуғучиси. Қизи чоң болғанда ата кәспини арман қилип, дохтур болушни ойлайдекән. Җәмләп кәлгәндә, Һесамдун Қавдун оғли һәр қандақ кишини таллиған ишиға бағлиқ зор шөһрәткә йетидиғанлиғини қәйт қилидекән. Униң йетиватқан муваппәқийәтлири мана шундақ кәспигә болған муһәббити түпәйли йәтти дәп ойлаймиз. Һесамдун, саламәтлигиң мустәһкәм болуп, таллавалған кәспиң йүзидин миңлиған бемарларниң дәрдигә-дәрман болуп, қийин, лекин шәрәплик кәспиң билән көпниң дилидин техиму чоңқур орун алғайсән дегән тилигимни изһар қилимән.
Худавәди МӘҢСҮРОВ