Гезитимизниң өткән санлириниң биридә баһарлиқларниң башланмиси һәққидә мақалә йоруқ көргән еди. Ениғирақ ейтсақ, униңда Баһардики 8 дехан егилигиниң бирикип, 130 гектар йәргә етиз мәликисиниң 12 түрини өстүрүватқанлиғини, бу ишниң «Универсал» ширкәтләр топиниң президенти Закирҗан Кузиев билән һәмкарлиқта әмәлгә ешиватқанлиғини тәпсилий язған едуқ. Мәлумки, агросанаәтни риваҗландуруш Президентимизниң «Төртинчи санаәт инқилави шараитидики тәрәққиятниң йеңи имканийәтлири» намлиқ Мәктүбидиму ейтилиду. Баһарлиқлар бу күнләрдә алтундәк пишип-йетилгән көмүқонақлирини жиғип елишқа тәйяр. Амма бүгүнки гәп һосул миқдари тоғрилиқ әмәс, униң сүпити һәққидә болмақчи.
Хулләс, пәйшәнбә күни Баһар йезисидики бәрикәткә толған етиз мәйданида, «Универсал» ширкәтләр топиниң президенти Закирҗан Кузиев, Яркәнттики крахмал заводиниң вәкили Султанмурат Исрапилов, чәт әлдин кәлгән вәкилләр, шуниң билән қатар, наһийә һакими Шөһрәт Нурахунов, наһийәлик мәслиһәтниң кативи Нурәким Есжан, Баһар йезилиқ округиниң һакими Қадиржан Бағбаев вә йеза деханлириниң қатнишиши билән чоң бир баш қошуш болуп өтти. Башчилар билән хәлиқниң етиз мәйданида җәм болуп, жиғин өткүзишидики асасий мәхсәт – Баһар йезисидики башланмини давамлаштуруп, бирликтә чоң нәтиҗиләрни қолға кәлтүрүш үчүндур. Буниңдин авал тәкитлигинимиздәк, Баһарға терилгән көмүқонақниң он икки сорти жиғип елинғандин кейин, әң көп һосул бәргән көмүқонақ түрини келәр жили 300-400 гектарға көпәйтиш реҗиләнмәктә. Мәзкүр баш қошушта көмүқонақни өстүрүш, пәрвиш қилиш, вақтида күтүм ясап, мол һосул елиш йоллири тәпсилий чүшәндүрүлди.
Сөз башлиған Султанмурат Исрапилов Яркәнттики крахмал заводиниң бүгүнки иш-паалийити һәққидә қисқичә тохтилип, бүгүнки әһмийәтлик чаригә көмүқонақ өстүрүш технологиясини тәтқиқ қилғучи мутхәссисләр билән қатар Россия, Түркия вә Өзбәкстан қатарлиқ әлләрдин вакаләтлик шәхсләрниңму келип, қатнишип олтарғанлиғини ейтип, «Агро импекс» ҖЧЙниң баш директори Анатолий Шакиржановқа сөз бәрди. Натиқ көмүқонақтин мол һосул елиш үчүн йәр-су, техника мәсилисигә җиддий көңүл бөлүш керәклигини тәкитлиди. Һәр ишни вақтида кечиктүрмәй бәжәргәндила, бу зираәттин ойдикидәк үнүм беридиғанлиғини қәйт қилди. Бүгүнки күндә көмүқонақтин түрлүк-түмән мәһсулатниң ишләп чиқирилидиғанлиғини, шуңа көмүқонақниң базири иштик болуватқанлиғини ейтип, деханларни пурсәтни қолдин бәрмәй, йәң түрүп тиришип әмгәк қилишқа чақирди.
Кейинки сөз Түркияниң «Clobol-Inks» компаниясиниң вәкиллиригә берилди. Улар көмүқонақниң нәмлик йәрни яхши көрүдиған, суни көп тәләп қилидиған зираәт түри екәнлигини чүшәндүрди. Адәмниң қан қисми көтирилгинидәк, топиниңму қисим дәриҗиси болудиғанлиғини ейтип, көпинчә етизниң дарамәт бериши топиға бағлиқ екәнлигини тәкитлиди. Уйғур наһийәсидики топиниң қисми 8 екәнлигини, әслидә нормал топиниң қисим дәриҗиси 6-6,5 болуши керәклигини тилға алди. Топиға чечилған оғутниң жиллар өтүп жиғилип, тузға айлинип, нәтиҗидә йәрниң шорлинип кетидиғанлиғини, әнди шор йәрдә өскән көмүқонақниң үнүмдарлиғи төвән болудиғанлиғини сөз қилди. Көмүқонаққа оғутни вақтида чечишниң зор әһмийәткә егә иш екәнлигини, көмүқонақ терилгәндин кейин, болупму, дәсләпки 25-75 күнниң ичидә оғутниң яхши сиңидиғанлиғини ейтти. Көмүқонақ оғутлирини ясап чиқарғучи түрк химиги болса, етиз мәликисигә азот, фосфор, калий қатарлиқ элементлар йетишмигән әһвалда, һосул миқдари аз болупла қалмай, сүпитиниңму төвәнләйдиғанлиғини қәйт қилди. 1 гектар йәрдин 10 тонна үнүм елиш үчүн 240 кг азот, 90 кг фосфор, 260 кг калий тәләп қилинидиғанлиғини ейтти. Көмүқонақниң яхши һосул бериши – пәрвиш қилинишиға, топа қувитигә, һава райиға вә яхши суғирилип, вақтида оғутлинишиға мунасивәтлик екәнлигини һәр тәрәплимә чүшәндүргән мутәхәссисләр, деханларниң қойған соаллириға тегишлик җавап қайтурди.
Новәттики сөзни алған наһийә һакими Шөһрәт Нурахунов наһийәмиздә көмүқонақ өстүрүш ишини җанландуруш үчүн һәмкарлиқта ишләшниң һеч зийини йоқ екәнлигини атап ейтти. Бүгүнгичә етиз мәликисини мал озуғи ретидила пайдилинип кәлгән деханларни бирикип ишләп, мол һосул елип, уни Яркәнттики крахмал заводиға өткүзүп, тапавәт тепишниң йеник йолиға қәдәм ташлашқа чақирди. Әгәр бирлишип, тиришип ишләйдиған болсақ Панфилов наһийәси йәткән нәтиҗигә йеқин күнләрдә бизниңму чоқум йетидиғанлиғимизни ишәндүрди. Әң муһими, сүйимиз бар, йеримиз бар, бизгә йетишмәйватқан нәрсә пәқәтла әмгәк екәнлигини тәкитләп, бир яқидин баш, бир йәңдин қол чиқирип, бош ятқан боз даламизни бәрикити ташқан етизға айландуруш үчүн бүгүндин башлап әмгәк қилишимиз керәклигини әскәртип, яхши бир башланмини қолға алған баһарлиқларниң буниң билән тохтап қалмайдиғанлиғиға ишәнч билдүрди. Шундақла, узақ йолдин иштрак қилип, иш тәҗрибиси билән бөлүшиватқан меһманларға наһийә хәлқи намидин миннәтдарлиғини изһар қилди.
Наһийә һакиминиң сөзидин кейин, Закирҗан Кузиевқа сөз берилди. У ухлап ятқан наһийә турғунлириниң ойғинидиған вақити-саати йетип кәлгәнлигини ейтип, бүгүнки күндә көмүқонақ тиҗарити билән мол тапавәт очиғиға айланған Яркәнт тәвәсиниң барлиқ йери бирдәк яхши әмәс екәнлигини чүшәндүрүп, лекин хәлқиниң ирадиси, тиришчанлиғи, өмлүги билән завод ечилиштин авал 12 миң гектарға үнүм тәргән турғунларниң бүгүн етиз мәйданини 27 миң гектарға көпәйткәнлигини үлгә қилип тилға алди. Уйғур наһийәси турғунлириниң алма-өрүк биләнла чәклинип қеливатқанлиғини ейтип, әмәлиятта, көмүқонақ өстүрүш арқилиқ мол тапавәт тепишқа имканийәтниң йетәрлик екәнлигини тәкитлиди. Һазир Яркәнттики крахмал-ширнә заводиға көмүқонақни Россия қатарлиқ чәт әлләрдин буйрутма арқилиқ елип ишлитиватқанлиғини ейтип, «Немә үчүн өз елимиздики бепаян зиминға ашлиқ терип, өзимизни-өзимиз тәминләп, өз хәлқимизниң турмуш шараитини яхшилимасқа?!», дегән ой-пикрини оттуриға қойди. Әгәр бир нәччә дехан егилиги бирикип, Яркәнт крахмал-ширнә заводи билән һәмкарлиқта иш елип барса, көмүқонақ өстүрүштә ишлитилидиған барлиқ чиқимни завод өз зиммисиға алидиғанлиғини, деханларниң пәқәт йәрни күтүп, көмүқонақни өстүрүшкә мәсъул болидиғанлиғини, келишим-шәрт бойичә көмүқонақ тәйяр болғанда һосулниң 50 пайизи заводқа өтүп, қалған 50 пайизиниму деханлар билән келишкән һалда базар нәрқи билән заводниң сетивалидиғанлиғини, нәтиҗидә һәр икки тәрәпниң тәң пайда көрүп, зиянниң болмайдиғанлиғини чүшәндүрди. Әлвәттә, бу сөзсиз ишләймән дегән адәмгә әң яхши мүмкинчиликтур.
Қисқиси, хәлиқни һәмкарлиқта ишләшкә чақирған Закирҗан Кузиев ушбу баш қошушқа жирақ йолдин келип қатнишип олтарған вәкилләрни тәшәккүрнамиси билән тәғдирлиди. Наһийәлик мәслиһәтниң кативи Нурәким Есжан болса, наһийә хәлқиниң азду-тола утуғини тилға елип, әндиликтә зор нәтиҗиләргә йол ечилса, турғунларниң техи талай пәллиләрни беқиндуридиғанлиғиға ишәнчи камил екәнлигини йәткүзди.
Йәкүн сөз алған округ һакими Қадиржан Бағбаев жутдашлириниң келәчигидин зор үмүт күткүзиватқан башланмисиға апирин ейтип, бийил Баһардики 130 гектар йәргә көмүқонақ өстүрүшкә әмгиги сиңгән бир қатар турғунларға рәхмитини ейтип, тәшәккүрнамисини һәдийә қилди.
Хуласиләп кәлгәндә, бу қетимқи баш қошушта деханлар көмүқонақ өстүрүшниң мол тәҗрибисигә егә болди.