Басты бет Өңір тынысы Унтулмас учришиш

Унтулмас учришиш

0
13,975

Оқурмәнләргә мәлумки, гезитимизниң өткән санлирида Индонезияниң Джакарта шәһиридә өткән Язлиқ Пара Азия оюнлири һәққидә әхбарат бәргән едуқ. Шундақла, жутдашлиримиз һәққидә сүйүнчилик хәвәр биләнму бөлүшүп, уларни аэропорттин күтүвалғанлиғимизни хәвәрлидуқ. Йеқинда болса, наһийәлик мәдәнийәт өйидә ІІІ язлиқ Пара Азия оюнлириға қатнашқан спортчилиримиз билән учришиш кечи болуп өтти.
Пауэрлифтинг бойичә хәлиқ ара спорт маһирлири, ҚҖ талланма командисиниң әзалири Раушан Қойшибаева, Рәхмәтҗан Хамаев, Нодәрҗан Һәмруллаевларға сәһнә төридин орун берилип, гүлдирлигән алқиш-чаваклар илкидә һөрмәт көрситилди. Андин чемпионларни тәбрикләш үчүн дәсләпки сөзгә наһийә һакими Шөһрәт Нурахунов чиқти. Шөһрәт Турдахун оғли елимизниң шәнини қоғдап, көк Туғумизни пәләкләргә чиқирип, Гимнимизни яңритип жүргән жутдашлиримизни наһийә хәлқи намидин тәбрикләп, алдики мусабиқилиригә техиму зор утуқларни тилиди. Шундақла, яшларни бу қәһриман, қайтмас ирадилик чемпионлиримиздин үлгә елишқа чақирди. Дөләт рәһбиримизниң бәкитиши билән бийилдин башлап домбира күни мәрикисини атап өткәнлигимизни тилға алғач, чемпионлиримизға тәшәккүрнамилири билән биллә өлмәс ғәзнә, мәдәний мирас болған қазақ хәлқиниң қара домбирасини, уйғурниң дутар-тәмбирини соға қилди.
Учришиш кечигә қатнашқучилар ҚҖ 3 дүркүн рекорд егиси, ҚҖ 5 дүркүн чемпиони, Индонезияниң Джакарта шәһиридә өткән ІІІ Язлиқ Пара Азия оюнлириниң күмүч медаль саһиби Раушан Қойшибаеваға, Азия оюнлириниң ғалиби, ҚҖ 7 дүркүн чемпиони, хәлиқ ара «Фаза» турнириниң бронза, ІІІ Язлиқ Пара Азия оюнлириниң күмүч медальлириниң саһиби Рәхмәтҗан Хамаев вә Азия оюнлириниң қатнашқучиси, 2014-2015-жиллири ҚҖ бойичә рекорд яратқан спортчи, ҚҖ кубогиниң саһиби, 2018-жилниң 13-18-сентябрь күнлири арилиғида өткән Япония мәмликитиниң Азия Европа чемпионатиниң бронза медалиға сазавәр болған, ІІІ Язлиқ Азия Пара оюнлирида төртинчи орундин көрүнгән Нодәр Һәмруллаевларға өзлирини қизиқтурған соаллирини йоллиди.
Яшлар тәрипидин қоюлған соалларға җавабән, чемпионлар тегишлик җавап қайтурди. Ениғирақ ейтсақ, спортқа болған муһәббити, өз-өзигә болған ишәнчи арқилиқ мошундақ утуққа йәткәнлигини, бүгүнки күнгичә нә бир қийин синақлардин өтүп, талай қетим жиқилип, орнидин дәс турғанлиғини сөзләп бәрди. Шуниң билән қатар, мәмликитимизниң уларға яритип бериватқан мүмкинчиликлиригә, һардим-талдим демәй, мусабиқиләргә тәйярлаватқан мәшиқләндүргүчилиригә, тилигини тиләп, ғемини йегән йеқинлириға, жутдашлириға миннәтдарлиғини изһар қилишти.
Чемпионларни тәбрикләп, иллиқ ләвзини билдүргәнләр қатарида наһийәлик мәслиһәтниң кативи Нурәким Есжан, наһийәлик мәслиһәтниң депутати Жамал Оқаева, пешқәдәм устаз Мамытқан Қудайбергенов вә йеза турғуни Мерванәм Алаеваларму болди. Учришиш кечидә «Жазерке», «Арзу» ансамбллириниң сәнъәткарлири һүнәр көрситип, музыкилиқ номерлири билән чарини техиму җанландуривәтти.

Сабирәм
ӘНВӘРОВА

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

СЫР САҚТАҒАН САРЫТОҒАЙ

Адамзатпенбіргежасасыпкележатқанбірдүниеболса, ол – тарих. Тарих – өткеніңді бағамдатар, с…