Нурғунимиз дукандин кийим сетивалсақ Түркияниңкини, җиһаз сетивалсақ Италияниңкини издәймиз. Чүнки бу мәмликәтләрниң товарлири аләмгә даңлиқ вә сүпәтлик болғанлиғи үчүн хәлиқ қиммәтлигигә қаримай, һеч иккиләнмәй сетивалиду. Товарларни чәт әлләргә экспертлаш арқилиқ биринчидин, һәр қандақ дөләт ихтисадий тәрәққиятини риваҗландурса, иккинчидин, әл наминиң тонулишиға йол ачиду. Башқичә ейтсақ, бу Президентимиз дайимлиқ тәкитләп келиватқан – риқабәткә қабиллиқтур.`
Дөләт рәһбиримиз Нурсултан Әбиш оғли Назарбаев бийилқи Мәктүбидә бу тоғрилиқ йәнә бир қетим тохтилиду. Башчимиз вәтәнлик мәһсулатларни хәлиқ ара нәриққә чиқиришниң стратегиялик йолини тепишни тапшуриду. Шундақла, йеза егилигини риваҗландурушта үнүмниң сүпити билән экологиялик тазилиғиниң сақлиниши керәклигини әскәртиду. Президентимиз «Төртинчи санаәт инқилави шараитидики тәрәққиятниң йеңи имканийәтлири» дәп атилидиған бийилқи Мәктүбидә пүткүл аләмгә тонулидиған «Қазақстанда ясалған» тәбиий озуқ-түлүк брендини қелиплаштурушимиз керәклигини қәйт қилиду.
Җүмлидин, шу йөнилиштә елимиздә йеңи-йеңи башланмилар барлиққа кәлмәктә. Әлвәттә, ейтмаққа асан болғини билән, «Қазақстанда ясалған» бренд мәһсулатларни ишләп чиқиришимиз үчүн бизгә йәниму бир аз вақит керәк. «Тама-тама көл болур», демәкчи һәр бир утуқ дәсләпки кичик қәдәмләрдин башлиниду, әмәсму. Шундақ екән, бүгүнки күндә елимиздә йеңидин ишқа қошуливатқан фабрика-заводларниң келәчигидин үмүтимиз зор.Әнди, өз наһийәмизгә тохтилар болсақ, «Қазақстанда ясалған» дегән бренд билән тонулмисиму, бир ярим жилдин бу ян дияримизниң аришаң участкисини һәм Ғалҗат-Чонҗа чоң йолиниң бойиға җайлашқан бир түркүм йезиларни күндилик иссиқ нан билән тәминләп келиватқан «Жетісу» санаториясиниң тәркивидики «Навайхана» һәққидә ейтаримиз аз әмәс.
Хулләс, қисқа вақит ичидә хәлиқниң иллиқ инкасиға еришип үлгәргән навайхана һәққидә мақалә тәйярлаш мәхситидә, «Жетісу» санаториясиниң босуғисидин атлидуқ. Көзниң йеғини йәйдиған һашамәтлик сарайниң һөснигә-һөсүн қошуп турған, әтрапидики ихчам имарәтләрниң биридики «Навайхана» дегән йезиқ бирдин диққитимизни авдурди. Нанниң димақниң ярғидәк һиди имарәтниң босуғисидин атлиғандила билинди. Бизни нан пишириватқан навай аял хуш муамилидә қарши алди. Течлиқ-аманлиқ сорашқандин кейин, сөһбәткә олтардуқ.
Тонулған тиҗарәтчи Стақан Белғожаевниң буниңдин бир ярим жил бурун ишқа қошқан санаторияси билән биргә иш башлиған навайханисида бир навай, бир тазилиқ хизмәтчиси вә буйрутма йәткүзгүчи болуп, җәми 3 адәм хизмәт қилип келиветипту. Шуларниң бири бизни күтүвалған Гауһар Жуман қизидур. У хәлиқниң ағзидин чүшәрмәй махтап келиватқан «булка» нанлирини пиширип келиватқан навайи.
Гауһар Жуман қизиниң ейтишичә, бу йәрдә навайхана ишқа қошулғандин бери хизмәт қилип келиветипту. Навайханидила әмәс, умумән санаториядә хизмәт қилидиған ишчилириниң барлиғи дегидәк 100 миң тәңгиниң әтрапида мааш һәққи алидекән. Ишчилар үчүн мәзкүр санаториядә барлиқ шараит яритилған болуп, бир түркүм ишчилар һәқсиз башпана биләнму тәминлинипту. Г.Жуман қизи ишқа киргәндин тартип аилиси билән «Жетісу» санаториясиниң ятақханисиға көчүп кәпту. Мәктәп йешидики пәрзәнди Шуңқар йезисиға қатнап оқуйдекән. Йолдишиму мошу санаториядә хизмәт қилидекән.
Шәһәрдики сиңлиси навайханида ишлигәчкә, бу хизмәтниң қир-сиридин анчә-мунчә хәвири бар келинчәк, санаториядики иш-паалийитини һеч иккиләнмәй навайлиқтин башлапту. Ейтишичә, арилиқта бир-икки ай ашпәз болупму ишләпту.
Күнигә 300-400 булка нан пиширип, «Жетісу»дин ташқири, аришаң участкисиға орунлашқан барлиқ дәм елиш орунлирини вә әтрапидики бир қатар йезиларни нан билән тәминләп келиватқан навайханиниң иши җанлинип, хәлиқниң ишәнчисигә еришкәчкә, херидарлириниң сани күн санап көпәймәктә екән. «Жетісу» санаториясиниң навайханисидики бир булка нанниң баһаси 70 тәңгә. Мәлумки, һазир дуканлардин бир булка нанни тәхминән 90 тәңгидин сетивалимиз. Әрзән һәм тәми өзгичә нанлар бәзи бир дуканлардикидәк тоғриғанда оттуриси угилип чүшүп қалидиған яки таштәк даңғирлап тезла қетип қалидиған булкиларға тамамән охшимайду. Токта пишсиму, тонурда пишқандәк пуриғи димақни яриду. Әлвәттә, күндә йеңи пишқан иссиқ нанни сетивелип истимал қилғанға немә йәтсун?! Наһийәмиз турғунлириға вә тәвәмиздики аришаң дәм елиш орунлириға, йәни, туристларға йеңи пәштин чиққан мейизлик нандин еғиз тегиш пурситини яритип келиватқан навайхана – наһийәмизниң йәнә бир йеқимлиқ йеңилиғидур.
Гауһар Жуман қизи әтигәнлиги саат төрттин башлап ишқа киришидекән. Херидарларниң әтигәнлик чайға сетивалидиған ненини саат йәттә-сәккизләргичә үлгәртип қойидекән. Навайхана жүргүзгүчиси болса, буйрутма бәргүчиләргә нанни өз вақтидин кечиктүрмәй йәткүзүп бериш билән шуғуллинидекән.
Узун сөзниң қисиқиси, биз навайхана һәққидә сөһбәтлишиватқан арилиқта, пәшкә селинған нанларму пишип тәйяр болди. Йеңи пишқан, техи совуп үлгәрмигән нандин «бисмилла» дәп сундуруп, еғиз тәгдуқ. Шу чағда хәлиқниң бу навайханини бекар махтимиғанлиғиға көзүмиз йәтти. Наһийәмиздә заман тәливигә лайиқ мошундақ бир кәсип орниниң ишқа қошулғанлиғидин мәмнун болдуқ. Стақан Белғожаевниң башчилиғидики навайханиниң ишиға техиму зор утуқларни тиләп, навайиниң әмгигигә «апирин» ейтип хошлаштуқ.
Йошурушниң һаҗити йоқ, күндилик һаятта биз пайдилиниватқан буюмлар вә истимал қиливатқан озуқ-түлүкләрниң тәңдин толиси бизгә чәт әлдин импортланған. Йәнә келип, өзимиз нурғунлиған хам әшияни сиртқа экспортлаймиз. Амма униңдин тәйярланған мәһсулатни өзимиз қиммитигә сетивалимиз. Чүнки елимиздә завод-фабрикиларниң сани йәткүлүксиз. Лекин һәммимиз бирликтә С.Белғожаевтәк мошу бошлуқниң орнини толтиришқа бир кишлик һәссимизни қошуп, күч чиқиридиған болсақ, келәчәктә чоқум «Қазақстанда ясалған» мәһсулатларниң брендини қелиплаштуримиз.Сабирәм
ӘНВӘРОВА
-
Мәслиһәтниң паалийити тиңшалди
Оқурмәнләргә мәлумки, Президентимизниң Пәрманиға мувапиқ январь-февраль айлири арилиғида н… -
Шаирларни һөрмәтләңлар, сийңлаңлар
Президентимизниң «Келәчәккә нишан: мәнивий йеңилиниш» дәп атилидиған мақалиси асасида елим… -
Унтулмас учришиш
Оқурмәнләргә мәлумки, гезитимизниң өткән санлирида Индонезияниң Джакарта шәһиридә өткән Яз…
БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР
БӘСЕКЕЛЕСТІККЕ ТӨТЕУ КЕРЕК
Мемлекет басшысы Қасым-Жомарт Тоқаев биылғы Жолдауында экономикаға басымдық берді. Салық с…