Президентимизниң «Келәчәккә нишан: мәнивий йеңилиниш» дәп атилидиған мақалиси асасида елимиздә нурғунлиған маһийити зор ишлар әмәлгә ешип келиватиду. Болупму, бу мақалиниң яш әвлат тәрбийисигә мунасивәтлик әһмийити чоңқур. Чүнки мәнивий йеңилиниш даирисидә яшларни вәтәнпәрвәрликкә тәрбийиләш, өз елиниң, миллитиниң бүйүк намайәндилирини тонуп, улардин үлгә елишиға зәмин яритиш мәхсәт қилинған. Мана шу җәриянда уйғур әдәбияти үчүн барлиққа кәлгән муһим башланмиларниң бири бийилқи жилни Хелил Һәмраевниң иҗадиға беғишлиғинимиздур.
Мәлумки, жил бешидин Х.Һәмраевниң 90 жиллиғиға беғишланған хатирә кәчләр кәйни-кәйнидин өткүзүлүп кәлмәктә еди. Хош, бийилқи жилниң йәкүнлигүчи чариси болса, Түгмән оттура мәктивиниң уюштурушидики хатирә кәч болди. Униңға Алмута шәһиридин «Бейбітшілік Әлемі» хәлиқ ара Қазақ Творчестволиқ Бирләшмиси йенидики хәлиқләр достлуғи кеңишиниң рәиси Азтекин Ибрагимов, «Мектеп» нәшрияти уйғур редакциясиниң башлиғи Рәхмәтҗан Ғоҗәмбәрдиев, миллий маарипимизниң җанкөйәри Мәхсәтҗан Қаһаров, милләтпәрвәр инсан Һакимҗан Азнибақиевлар, Яркәнт тәвәсидин Х.Һәмраевниң оғуллири Пәрһат вә Нурзат Һәмраевлар, йәрлик шаир, устаз Абликим Дамоллам вә шаирниң күйоғли Субһидин Мәңсүровлар иштрак қилди.
Жирақтин кәлгән меһманларни оқуғучилар мәктәп залида тәнтәнилик рәвиштә қарши алди. Оқуғучиларниң тәйярлишидики музыкилиқ номерларни вә ипадилик ядқа оқушидики шеирларни һәммә зоқлинип тамашилиди. Кейин барлиқ қатнашқучилар мәктәпниң мәҗлис залиға қәдәм ташлиди. Х.Һәмраевниң әвлатлири вә «Бейбітшілік әлемі» қазақ иҗадий зиялилар бирләшмиси, уйғур мәктәплирини қоллаш фонди тәрипидин уюштуруливатқан ушбу чарә 6-синип оқуғучилириниң орунлишидики «Отаным – Қазақстан » хори билән башланди.
Риясәтчиләр сәһнә төридин орун елип, хатирә кәчниң уюштурғучилири вә һөрмәтлик меһманлири билән тонуштурди. Андин Түгмән оттура мәктивиниң уйғур тили вә әдәбияти пәнлириниң муәллими Хәйринсахан Иминова Х.Һәмраевниң өмүрбаяни һәққидә қисқичә баянатини оқуди. (Шу пәйттә сәһнидә слайд арқилиқ Х.Һәмраевниң рәсимлири билән топламлириниң сүрәтлири тәсвирлинип турди). Кейин Түгмән оттура мәктивиниң оқуғучилири шаирниң һәр хил мавзулардики шеирлирини ипадилик ядқа оқуп, һәммидә чоңқур тәсират қалдурди. Болупму, уларниң шеирийәткә болған хуштарлиғи, шеирни ядқа раван ейтиштики маһаритини байқиған көрәрмәнләр алқиш-чаваклирини айимиди. Кәч давамида қара көзлиримизниң орунлишидики ләпәр жанри сәһнини техиму җанландуривәтти.
Кейин оқуғучиларниң талантиға қайил болуп, яш әвлатниң һүниридин бәһирлинип олтарған меһманларға сөз берилди. Дәсләпки сөз һөрмитигә егә болған «Бейбітшілік Әлемі» хәлиқ ара Қазақ Творчестволиқ Бирләшмиси йенидики хәлиқләр достлуғи кеңишиниң рәиси Азтекин Ибрагимов Түгмәнниң талантлиқ оқуғучилириға «апирин» ейтти. Бизниң баримиз, байлиғимиз, келәчигимиз – бүгүнки яш әвладимиз екәнлигини қәйт қилип, кәлгүсимизниң капалити болған яшлиримизни миллий роһта тәрбийиләш һәр биримизниң муқәддәс борчи екәнлигини тилға алди.
«Ата-ана пәрзәнт сөйгәнлиги үчүн әмәс, шу пәрзәндини миллитигә хас тәрбийилигәнлиги үчүн шөһрәткә еришиду» дәп сөз қилған Азтекин Ибрагимов ана тилимизда билим еливатқан Түгмән уйғур оттура мәктивиниң оқуғучилириға һәм уларниң ата-анилириға, миллитимиз варислириға уйғур тилида заманға лайиқ тәлим-тәрбийә бериватқан мәктәп коллективиға чәксиз миннәтдарлиғини изһар қилди. Шундақла, барлиқ қатнашқучи оқуғучиларни «Пәхрий ярлиқлар» билән тәғдирлиди. Түгмән оттура мәктивигә бир түркүм китап-журналларни хатирә соға ретидә һәдийә қилди.
«Мектеп» нәшрияти уйғур редакциясиниң башлиғи Рәхмәтҗан Ғоҗәмбәрдиевму кәчтин алған тәсирати билән бөлүшүп, мәктәп оқуғучилирини уюштуруп, хатирә кәчниң жуқури дәриҗидә өтүшигә күч салған Түгмән оттура мәктивиниң уйғур тили вә әдәбияти пәнлириниң муәллими Хәйринсахан Иминовани «Бейбітшілік Әлемі» хәлиқ ара Қазақ Творчестволиқ Бирләшмисиниң «Бейбітшілік Әлемі» мәрикилик медали билән мукапатлиди. Миллий маарипимизниң җанкөйәри Мәхсәтҗан ака Қаһаров болса, Түгмән оттура мәктивиниң бир түркүм устазлириға маддий һәм мәнивий соғиларни тәғдим қилди.
Сөзгә чиққанлар қатарида Һакимҗан Азнибақиев, Абликим Дамоллам вә шаирниң оғуллири Пәрһат һәм Нурзат Һәмраевларму болди. Абликим Дамоллам вә шаирниң пәрзәнтлири сөз арисида Х.Һәмраевқа беғишлиған шеирлирини оқуп бәрди.
Кәч давамида жут жигитбеши Йолдаш Исламов вә үч дүркүн йеник атлетика бойичә чемпион болған пешқәдәм устаз Армия Һошуровлар сөз елип, мошундақ изгү башланмини йолға қойғучиларға вә мәктәп оқуғучилирини пухта тәйярлап, тәсирлик кәчни уюштурғучиларға тәшәккүр ейтишти. Өз новитидә мудирниң вақитчә миннитини атқурғучи Меһирдин Ходжаевму жирақ йолдин келип, чаригә қатнашқан хәлқимиз җанкөйәрлиригә, шундақла, мәзкүр чаригә қиммәтлик вақтини қийип, қатнишип бәргән барлиқ меһманларға мәктәп мәмурийити намидин миннәтдарлиғини йәткүзди.
«Шаирларни һөрмәтләңлар, сийлаңлар,
Яхшилиқлар шаирлардин таралған.
Шаирларни аяқ асти қилмаңлар,
Шаирларму адәмләрдин яралған», – демәкчи Түгмәндә өткән хатириләш кечи әстин чиқмас бир чаригә айланди. Дәрһәқиқәт, чарә тәшәббускарлириму ушбу кәчни Х.Һәмраевниң 90 жиллиғиға беғишлинип уюштурулған жилниң әң утуқлуқ һәм үлгилик иш-чариси дәп баһалиди.Сабирәм
ӘНВӘРОВА
-
Мәслиһәтниң паалийити тиңшалди
Оқурмәнләргә мәлумки, Президентимизниң Пәрманиға мувапиқ январь-февраль айлири арилиғида н… -
Унтулмас учришиш
Оқурмәнләргә мәлумки, гезитимизниң өткән санлирида Индонезияниң Джакарта шәһиридә өткән Яз… -
Наһийәмиздики навайхана
Нурғунимиз дукандин кийим сетивалсақ Түркияниңкини, җиһаз сетивалсақ Италияниңкини издәйми…
БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР
АЛАМАН БИ МӘМБЕТҰЛЫ
Ата тарихын және шежіресін білу – әр ұрпақтың парызы. «Жеті атасын білмеген жетесіз» деп…