Басты бет Көкжиек ЙЕҢИ ОҚУШ ЖИЛИНИҢ ЙЕҢИЛИҚЛИРИ

ЙЕҢИ ОҚУШ ЖИЛИНИҢ ЙЕҢИЛИҚЛИРИ

0
1,392

Маңа шундақ билинәмду яки һәммигә шундақму билмидим, яз айлирини тәшналиқ билән күтүмизки, лекин көзни жумуп-ачқичә, һәш-пәш дегичә өтүп кетиду. Түнүгүнла сәпәр кирди девидуқ, мевә-чевә, йезидики пүтмәс тирикчиликниң арқисида бирдәмдила язниң ахирлишип қалғинини туймай қалдуқ. Йеңи оқуш жилиниң башлиниши-ғиму аз вақит қалди. Язниң ахирқи ейи келиши билән һәр бир аилидә мәктәп мәсилиси қозғилиду. Китап-дәптәр, керәк-ярақ, мәктәп формиси дегәндәк, ата-анилар йоқтин бар ясап, жиққан-тәргинини балилири үчүн хәшләп, пәрзәнтлириниң көңлини йерим қилмаслиққа тиришиду. 


Болупму, көп балилиқ аилиләрдә мәктәп формиси чоң бир мәсилә. Наһийәмиздики бәзи бир мәктәпләр бирдәк формиға өтүпту дегән параңниң чәт-қирини аңлап, бу һәққидә ениқ-қениғини биливелиш үчүн наһийәлик билим бөлүми билән бағлиниш ясидуқ. Ейтишичә, елимиздә техи бирдәк мәктәп формиси һәққидә қанун күчкә киргини йоқ. Дәрһәқиқәт, наһийәмиздики бәзи мәктәпләрдә бирдәк форма кийиш тоғрилиқ ой ташлинип, янчуғи көтиридиған ата-анилар кийим тиккүзүшкә киришип кәтсиму, шараити яр бәрмәйдиған, көп балилиқ аилиләр хираҗәт йеқидин қийинчилиқ көргәчкә, мәктәп мәмурийити ушбу қарарини өзгәртишкә мәҗбур болған. Әгәр, базардики шундақ учур-пучур параңларни аңлап, икки ойда жүргән ата-анилар болса, артуқчә әндишә қилмисиңизму болиду. Чүнки оттура билим бериш мәркәзлиридики миннәтлик мәктәп формисиға қойилидиған тәләпләр жилдикидәк, атап ейтқидәк чоң өзгириш йоқ. Йәни, мәктәп формисиниң үлгиси, рәңги классикилиқ стильда, бир хил рәң гаммисида ясилиду һәм үчтин ашурмай рәңләрни арилаштурушқа рухсәт етилиду. Шуни тәкитләп өтүш керәкки, елимиздики мәктәп формисиға нисбәтән қоюлған тәләпләрдә мәктәп формисиға түрлүк конфессияләргә мунасивәтлик кийим элементлирини қошушқа болмайду. Оттура билим бериш дәргаһлирида һәр қандақ диний конфессиягә қатнишини билдүридиған диний кийимләрни (хиджаб, никаб, бурка, паранҗә, сикх тюрбанлири вә иудей кипа-бас кийимлири вә башқилар) вә һәр қандақ диний атрибутикларни (бәлгүләрни) кийиш мәнъий қилиниду.
Лекин бар гәп пәқәт кийим-кечәктила әмәс, 2017-2018-оқуш жилиниң билим саһасиға елип киргән өзгиришлири нурғун. 2017-2018-оқуш жилида 1, 2, 5, 7-синиплар, 2018-2019-оқуш жилида 3, 6, 8, 10-синиплар, 2019-2020-оқуш жилида 4, 9, 11-синиплар йеңи программа асасида билим алидиған болиду. Бийилқи жили бу өзгиришкә көчидиған синиплар йеңи дәрисликләр билән толуқ тәмин етилиду. Бүгүнки күндә, наһийәмиздики барлиқ билим юртлиридики 1, 2, 5, 7-синипларниң оқутқучилири йеңи программа бойичә курслардин өтмәктә. Шундақла, мәзкүр оқуш жилидин башлап Җумһурийәт мәктәплиридә аста-аста 5 күнлүк оқутуш қолға елинидиған болиду. 2016-2017-оқуш жилида бәш күнлүк оқутушқа биринчи синиплар көчкән болса, 2017-2018-оқуш жилида 2, 5, 7-синиплар көчүшкә башлайду.
Дөләт рәһбиримизниң йеқинда хәлиққә йоллиған мақалисида: «Утуқлуқ болушниң әң асасий баш амалиниң билим екәнлигини һәр қайсимиз чоңқур үгинишимиз керәк. Яшларму әвзәллик беридиған мәхсәтләрниң қатарида билим һәр дайим биринчи орунда туруши шәрт. Сәвәви, қәдрийәтләр системисида билимни һәммидин үстүн қойидиған милләтла утуққа йетиду» дәп язиду. Жуқуридики йеңилиқлар, билим саһасидики өзгиришләр, мәктәпләр саниниң көпийиши, һәқсиз оттура билим елиш һәм йеңи дәрисликләр мошуларниң һәммиси бизниң дөлитимизниң билимгә алаһидә көңүл бөлүватқан әлләрниң бири болуп тепилидиғанлиғиниң ярқин дәлилидур.
Сабирәм
ӘНВӘРОВА

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

Алматы облысында жаңа инновациялық мектеп ашылды

2024 жылғы 6 қарашада Алматы облысы Еңбекшіқазақ ауданы Рахат ауылдық округіне қарасты Өрі…