Хәлиқ ара көргәзмиләр бюроси еқимдики бирдәк «ЭКСПО-2017» көргәзмисини әмәлгә ашуруштики үлүши үчүн тәшкилатларни, қатнашқучи мәмликәтләрниң павильонлири билән хизмәтчилирини дәстүр бойичә медальлар билән мукапатлиди. Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти Нурсултан Назарбаевқа «ЭКСПО-2017» көргәзмисини өткүзүшкә алаһидә қатнишиши вә көргәзминиң утуқлуқ өткүзүлиши үчүн биринчи «Алтун медаль» тапшурди.
«ЭКСПО-2017» көргәзмисиниң хәлиқ ара қатнашқучилири иккинчи «Алтун медальға» тапшуруқларни уюшқан түрдә орунлаш, интимақлиқ вә көрситилгән иш-чариниң муваппәқийәтлик өткүзүлишигә қоллаш көрсәткәнлиги үчүн егә болди.
Биринчи «ХКБ һөрмәт медали» көргәзминиң барлиқ қатнашқучилириға давамлиқ ярдәм билән қоллаш көрсәткини, компания хизмәтчилириниң ғәмхорлуғи билән маһарити үчүн «Астана. ЭКСПО-2017» ҰҚ» АҚ башқарма рәиси Ахметжан Есимовқа тапшурди. Шундақла, иккинчи «ХКБ һөрмәт медали» шәһәрниң күдиликтики өмри билән стратегиялик көрүнүшидә «ЭКСПО-2017» көргәзмисини утуқлуқ өткүзүштики қабилийәтлиги үчүн Астана шәһиригә берилди.
Шундақла, ХКБ биринчи сертификати иш-чариниң утуқлуқ өткүзүлүшигә зор төһпә қошқан «ЭКСПО-2017» көргәзмисиниң волонтерлириға тапшурулди. ХКБ иккинчи сертификати пүткүл дунияни Астана шәһиридики көргәзминиң маһийити тоғрилиқ хәвәрлигән җәмийәт билән алақә хизмәтлиригә тапшурди.
Көргәзмә архитектура вә хәлиқ ара көргәзмиләр саһасидики 9 эксперттин тәркип тапқан хәлиқ ара қазилар һәйъити «ЭКСПО-2017» көргәзмисиниң қатнашқучи әлләрниң павильонлири арисида ғалибийәткә йәткәнләрни таллиди. Мукапатлар көргәзмә дизайни вә көргәзмә мавзусиниң ечилиши намлиқ икки номинация бойичә тәхсим қилинди.
Ортақ павильонлар арисида көргәзмә дизайни категориясидә бронза – Латин Америка плазасиға, күмүч – Тиниқ муһит плазасиға вә алтун – Кариб жәмийәтлик плазасиға берилди. Көргәзмә мавзусиниң ечилиши категориясидә бронза – Украиниға, күмүч – Гана Җумһурийитигә, алтун – Таҗикстан Җумһурийитигә берилди.
Мәйдани 400 метр квадраттин кичик павильонлар арисида көргәзмә дизайни категориясидә бронза – Латвиягә, күмүч – Славак Җумһурийитигә, алтун – Польша Жумһурийитигә тапшурулди. Көргәзмә мавзусини ечиш категориясидә Финляндия көч башлиди. Күмүчкә- Сингапур, бронзиға- Чехия Жумһурийити егә болди.
Мәйдани 700-400 квадрат метр арилиғидики павильонлар категориясидә Көргәзмә дизайни номинациясидә бронза – Монако Князлигигә, күмүч – Әзәрбәйжан Җумһурийитигә, алтун – Катар мәмликитигә буйриди. «ЭКСПО-2017» көргәзмисиниң мавзусини жуқури дәриҗидә тонуштурғини үчүн алтун – Швейцария Конфедерациясигә, күмүч – Мажарстанға, бронза – Һиндстан Җумһурийитигә тапшурулди.
Мәйдани 700 квадрат метрдин кәң павильонлар арисида көргәзмә дизайни номинациясидә бронза – Корея, күмүч – Улуқбритания, алтун – Россия Федерацияси мукапатланди. Көргәзмә мавзусини ечиш категориясидә бронза – Франция, күмүч – Хитай Хәлиқ Җумһурийитигә, алтун – Германия Федеративлиқ Җумһурийитигә берилди. Шуниң билән тәң, ХКБ «Космос» «ЭКСПО-2017» мукапити Лесото Миллий университетиға берилди. Хәлиқ ара көргәзмиләр бюроси вә «ЭКСПО-90» фонди билән Астана «ЭКСПО-2017» көргәзмисиниң ортақ ХКБ «Космос» намлиқ мукапити мошу жили «ЭКСПО-2017» көргәзмисиниң «Келәчәк Энергияси» мавзусидики гражданлиқ билән топлуқ башланмиларниң коммерциялиқ әмәс реҗилирини қараштурди.
Мукапатлаш рәсмийити 1851-жили Лондон шәһиридә өткүзүлгән биринчи дуния йүзилик көргәзмидин башлап әнъәнигә айланди. Мукапатлаш мәхсити қатнашқучиларни «ЭКСПО-2017» хәлиқ ара мутәхәссәсләштүрүлгән көргәзминиң «Келәчәк энергияси» мавзусидики реҗиләрни әмәлгә ашурушни давамлаштурушқа, шундақла мошу йөнилиштики аләмдики бирдәк ғайиләрни риваҗландурушқа илһамландуруш болуп һесаплиниду.
-
«Азаматтарға арналған үкімет» мемлекеттік корпорациясы» КЕ АҚ Алматы облысы бойынша филиалының директоры Бекжунусов Ермек Құралбекұлымен сұхбат
Алматы облысында мемлекеттік қызметтердің 71 пайызы электронды форматта көрсетілді Ағымд… -
Алматы облысы: ауылдық округ әкімдерінің жұмысына жаңа серпін беріледі
Алматы облысында ауылдық округтер әкімдерінің бірінші форумы өтті. Шара жергілікті билік ө… -
Алматы облысында ауыл әкімдерінің алғашқы форумы өтті
Іс-шара «AMANAT» партиясының бастамасымен ұйымдастырылды. Форумға Алматы облысының әкімі М… -
Алматы облысы: «109» бірыңғай байланыс орталығы 12 мыңнан астам өтініш қабылдады
Коммуналдық қызметтерге қатысты өтінімдер мен шағымдарды енді «109» бірыңғай байланыс орта…
БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР
Алматы облысы: ауылдық округ әкімдерінің жұмысына жаңа серпін беріледі
Алматы облысында ауылдық округтер әкімдерінің бірінші форумы өтті. Шара жергілікті билік ө…