Тил тоғрилиқ, униң тәриплиниши билән җәмийәттики роли хусусида кимләр нәләргә тартмиди, ариға чүшмиди десиңизчу. Тилни тәтқиқат қилғучи алимларму, шаир-язғучиларму, хәлиқ қәһриманлириму, тил мутәхәссиси – муәллимләрму, «хәлиқ дүшмини» атилип пешанимизға патмай кәткән зиялилиримизму арманда жүрүп, қанчә тәптиш қилсиму, тилниң қудритини йәткүзәлмәй өткәнлиги һәммигә мәлум. Немишкә биз әл болуп, милләт болуп, мошунчилик бечарилик күнини тартимиз? Кимгә, немә үчүн тәшвишлинимиз? Қанунму қобулланди.
Тарихий һәқиқәткә асаслансақ, яқа жуттин туғулған елигә қайтқан алим Халиф Алтай, түнүгүн өткән Мустафа Өзтүрк охшаш қериндашларниң тил қәдрини йоқатмай, ейтқан мәзмунлуқ вә ғайәси чоңқур пикирлик сөзлиригә һәйран қалисән. Немә дегән аддий сөзләйду, несиһәтләп сөзләшни билиш ипадилири, аваз аһаңдашлиғи һәр кимни өзигә җәлип етип, мәһлия қилиду.
Әнди өзимизниң арисида өсүп, билим билән тәрбийә алған бәзи бир әл башқурғучилар билән оттуран қолдәк министрликләрни башқуруп олтарғанларниң яки мәһкимә рәһбәрлириниң тил һәққидики билимлири ичиңни ечитип, вуҗудиңни қумға айландуриду. Көпниң бири ретидә бәзидә Президентниң әтрапидикиләр шу кишиниң (Президентниң) өзини немишкә үлгә тутмайду дәп ойлап кетисән. Хәлқигә беғишланған мураҗиитигә, сөзлиридә қайси тилда болмисун адашмайдиғанлиғиға, ойиниң жүгрүклигигә, сөз фондиниң моллилиғиға (көплигигә) һәйран болуп, қизиқип, риза болуп кетисән. Демәк, мәмликәтлик тилға дегән һөрмәт билән тәләп, булақ бешидин башланғини әвзәл. Бир милләтниң вәкили ретидә өз тилини чоңқур билиш – мәмликәт шәнини көтиридиғанлиғини сезинидиған вақит йәтти. Мустәқиллигимизниң жигирмә бәш жиллилиғи тилимизғиму мустәқиллик елип бәрди дәп баһалиғинимиз тоғра болар.
… Конкурслуқ асаста ишқа қобуллаш усулиму йәң ичидин давамлишишниң йеңи түригә айлиниватиду. Адәм болғандин кейин бәндичиликму болиду. Бәндичилик жүргән йәрдә алдаш билән қувлуқ адиллиқтин атлап, ялғанчилиққа беришму орун алиду… Мошундақ орунсиз әһваллар яшлиримизниң қәлбини зәһәрләйду. Булар мәмликәтлик тилниң төвәнки басқучидин алған орниға бағлиниду, көйиниду, һәйран болиду. Бирақ қолидин келидиған қувәт йоқ. Мошундақ йолдин өткән, һаятта қанунсизлиқни баштин кәчүргән яшлардиму ана тилиға, униң келәчигигә дегән ишәнчисизлик қелиплишиши мүмкин.
Ана тилида мәктәпни түгәткәнләр өзлирини «иккинчи топтикиләр» дәп чүшиниду. Шуңлашқа улар қазиғи яки уйғури мол (көп) жиғилған йәргә топлишиду. Шу сәвәплик йеза яшлириға ғәмхорлуқ һажәт. Хуласилап ейтқанда – турақлиқ макан тутқан қазақ яки уйғурниң таза тилини сақлап туруп, келидиған әсирләргә давамлаштуруш йеңи, йәни бу миң жиллиқта өмүр көргүчиләрниң пешанисигә йезилған бир бәхитлик иш болмақ. Мустәқиллик алған Қазақстанимизда мәмликәтлик тил тунжуқтурулса – мәмликәтниңму тунжуққини, әмәсму. Шуңа Қазақстан дияридики барлиқ милләтләрниң мәмликәтлик тилимизни қәдирләп, ана тилимизни йүксәлдүрүшимиз әвзәлдур.
Худавәди МӘҢСҮРОВ