ЭКСПО көргәзмилири мәмликәтләр арисида инақлиқни мустәһкәмләшкә вә дуниявий инновацияләрниң тәрәққиятиға бирдәк мүмкинлик бериду. Астана шәһиридә 130дин ошуқ рәсмий қатнашқучиларни бирләштүргән «ЭКСПО-2017» көргәзмиси һөкүмәтләр билән пухралар арисида «Келәчәк энергияси» мавзусида дуниявий диалогқа муқәддимә болди. Бу тоғрилиқ Хәлиқ ара Көргәзмиләр Бюросиниң мәхсус күниниң давамида ХКБ Баш кативиниң орунбасари Димитрий Керкентзес хәвәрлиди. Өз сөзидә Баш катипниң орунбасари Қазақстан Җумһурийитигә «ЭКСПО-2017» көргәзмисини муваппәқийәтлик өткүзүшкә ярдәм көрсәткәнләргә, шундақла көргәзмә меһманлириға алқишини билдүрди.
Димитрий Керкентзес: «ЭКСПО-2017» Көргәзмиләр тарихида есил мирас қалдурди. Көргәзмигә кәлгүчиләр мәзкүр жилниң яз айлирида көргәзминиң тәсирлик архитектурилиқ имарәтлири билән қурулушлирини зиярәт қилди. ХКБ келәчәктики мутәхәссәсләштүрүлгән көргәзмиләргә «ЭКСПО-2017» көргәзмисини үлгә тутиду. Шуниң үчүн, Көргәзмә уюштурғучилириға алқишимни билдүримән. Көргәзминиң муваппәқийәтлик өткүзүлиши – силәрниң адил әмгәклириңларниң йемиши», — дәп атап өтти.
Өз вақтида «Астана. «ЭКСПО-2017» ҰҚ» АҚ Башқарма рәиси Ахметжан Есимов «ЭКСПО-2017» көргәзмисигә 115 мәмликәт вә 22 хәлиқ ара уюшмилар қатнашқанлиғини атап өтти. Көргәзминиң үч ай иши арилиғида 40 мәмликәтниң башчилири, 9 Һөкүмәт башчилири, 72 Ташқи ишлар министрлири көргәзмигә алаһидә қатнишиш мәхситидә рәсмий сәпәр билән кәлди. А.Есимов лайиһәниң барлиқ йолдашлиқлириға «ЭКСПО-2017» көргәзмисигә тәйярлиқ вә уни муваппәқийәтлик өткүзүшкә қошқан үлүши үчүн тәшәккүр изһар қилди.
«Бүгүнки күни аталған лайиһә әл ихтисадиға иҗабий тәсирини йәткүзди вә тәхминән 50000 йеңи иш орунлирини ечишқа мүмкинлик бәрди. Көргәзмиләрниң тәҗрибилиригә ясалған йәттә таллашниң беришида, аталған лайиһәләр мираслириниң әһмийити зор екәнлигини байқидуқ. Һазирқи вақитта ЭКСПОдин кейинки дәвирниң программиси аяқлинишқа йеқин. Көргәзминиң һәр бир метр квадратини алдинқа вақитта мәхсәтлик пайдилиниш һәққидә ениқ реҗә бәкитилгән. Әң әвзили, Төрт миллион көргәзмә меһманлири көргәзмидин унтулмас тәсиратларни алди. Хәлиқ ара павильонларға кәлгүчиләрниң сани 30 миллионни тәшкил қилди вә аталған көрсәткүч үчүн қатнашқучи мәмликәтләр тәвсийә қилған қизиқарлиқ контенткә миннәтдарлиғимни билдүримән», — дәп ейтти А.Есимов.
ХКБ алаһидә күниниң мәдәний программиси һарписида Астана, Хитай, Бириккән Әрәп Эмиратидин иҗадийәт орунлири сәнъитини көрсәтти.
Есиңларға салсақ, Хәлиқ ара көргәзмиләр бюроси (ХКБ) хәлиқ ара җәмийәтлик шәртигә мувапиқ 170 әза мәмликәтләрниң хәлиқ ара көргәзмиләрни башқуруш вә назарәтләш хусусидики нийәтлирини әмәлгә ашуридиған һөкүмәтләр ара тәшкилат болуп тепилиду. 2012-жили ХКБға әза мәмликәтләр Қазақстан Жумһурийитини «ЭКСПО-2017» мутәхәссәсләштүрүлгән көргәзмисини өткүзгүчи әл ретидә таллиди.
-
«Азаматтарға арналған үкімет» мемлекеттік корпорациясы» КЕ АҚ Алматы облысы бойынша филиалының директоры Бекжунусов Ермек Құралбекұлымен сұхбат
Алматы облысында мемлекеттік қызметтердің 71 пайызы электронды форматта көрсетілді Ағымд… -
Алматы облысы: ауылдық округ әкімдерінің жұмысына жаңа серпін беріледі
Алматы облысында ауылдық округтер әкімдерінің бірінші форумы өтті. Шара жергілікті билік ө… -
Алматы облысында ауыл әкімдерінің алғашқы форумы өтті
Іс-шара «AMANAT» партиясының бастамасымен ұйымдастырылды. Форумға Алматы облысының әкімі М… -
Алматы облысы: «109» бірыңғай байланыс орталығы 12 мыңнан астам өтініш қабылдады
Коммуналдық қызметтерге қатысты өтінімдер мен шағымдарды енді «109» бірыңғай байланыс орта…
БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР
Алматы облысы: ауылдық округ әкімдерінің жұмысына жаңа серпін беріледі
Алматы облысында ауылдық округтер әкімдерінің бірінші форумы өтті. Шара жергілікті билік ө…