«Бизниң җәмийәттә адил әмгигини чоңқур билими билән учлаштуралиғанларла утуққа йетидиғанлиғини әстин чиқармиғинимиз әвзәл», — дәп яшларға қарита ейтқан сөзи бар дөләт рәһбиримиз Н.Ә.Назарбаевниң. Һәқиқәтәнму, бүгүн дәл шундақ вәзийәттә яшаватимиз. Һазирқидәк заманниң тез сүръәттә тәрәққий етип, әлләрниң риқабәткә чүшкән дәвридә иш көп, шуңа бүгүнки яшларда бир нәччә хизмәтни тәң елип кетәләйдиған қабилийәт болуши керәк. Президентимиз һәр қачан Қазақстанниң яшлириға ишинидиғанлиғини ейтиду. …