Һәммигә мәлум, Қазақстан Президентиниң өз хәлқигә йоллиған Муражиитидә елимиздә атом электр станциясиниң қурулуши бойичә жумһурийәтлик референдум өткүзүш хусусида қарар қобулланғанлиғини ейтти. Қарарға мувапиқ референдум 6-оғлақ (октябрь) күни өтидиған болди. Бу сәясй ишни өткүзүшкә қизғин тәйярлиқ ишлири кетип бариду. Демәк, референдумдин кейин елимиздә атом электр станциясини қуруш мәсилисигә чекит қойилиду. Һәммигә сир әмәс, елимизниң жәнубий регионлирида электр энергиясиниң тапчиллиғи байқалмақта. …