Басты бет Саясат ТАЗА ЭКОЛОГИЯ – САЛАМӘТЛИК ИПАДИСИ

ТАЗА ЭКОЛОГИЯ – САЛАМӘТЛИК ИПАДИСИ

0
99

Елимиздә экологиялик – «Таза Қазақстан» акциясиниң башланғиниға хелә вақит болди. Наһийәмиздә бу акция жошқунлуқ билән башлинип, көплигән ишлар орунланди. Президентимиз «…Хошна әлләр охшаш бизму қазақстанни аватлаштуруш, тәвәләр билән йезиларниң әтраплирини тазилаш ишлирини давамлиқ жүргүзүшимиз керәк», дәп ейтқан еди. Һәммигә аян бийилдин етиварән, елимиз «Таза Қазақстан» жумһурийәтлик экологиялик акциясини давамлиқ жүргүзүп кәлмәктә. Экологиялик мәдәнийәтни қелиплаштуруш, Вәтәнгә муһәббәт, туғулған йәргә вә қоршиған муһитқа дегән жан көйәрлик билән һөрмәт һиссиятлирини тәрғибат қилиштин ибарәттур.

Президентниң тапшурмиси билән қолға елинған бу паалийәт һәр бир қазақстанлиқ үчүн зор әһмийәткә егә екәнлиги билинмәктә. Бу акция дәсләптә һәптиләргә бөлүнүп, бир нәччә йөнилишләрдә әмәлгә ашурулуп кәлди. Мана шу тапшуруқниң давами бүгүнки күндиму өз әксини тапмақта.

Экологиялик тазилиқ акцияси алдинқи вақитлардиму давамини тапиду. Бүгүнки күнгичә «Хәсийәтлик макан» дәп аталған мавзуда көплигән ишлар әмәлгә ашурулди: тарихий ядикарлиқлар, мечитлар, наһийәмиздики һәр бир мәктәп вә мәһкимиләр, шундақла қәбирстандики қоюлған һәйкәлләрни тазилаш ишлирини чин ихласи билән сапалиқ һәм вижданән һиссиятлири асасида бәжәргәнлигини билимиз. Бүгүнки күнләрдә бу ишлар йәниму кәңийип, йол бойлирини аватлаштуруш мәхситидә йеқинда бир қатар чариләр әмәлгә ашурди.

Жумһурийәт миқиясида өткүзүливатқан «Таза Қазақстан» экологиялик акцияси пухралар арисида, йәни наһийә аһалиси арисида аммивий қоллап-қувәтләшкә егә болди. Ениқ ейтсақ, мошу жилниң 9-ноябрь күни наһийәниң мәркизи Чонжа йезисидин та Ғалжат йеза округи территориясигичә болған йол бойиға 5000 түп қарияғач көчити олтарғузулди. Шундақла қедимдин өсүп, бүгүнки күндә шалаңлишиватқан сексавулни толуқлаш мәхситидә 150 килограмм сексавул уруғини чечиш әмәлгә ашурулди. Экологияни қоллап-қувәтлигән бу жәмийәтлик тәшәббусқа наһийәмиздики барлиқ саһа мәтәхәссислири күч селишти.

«Бирлишип көтәргән жүк йеник» дегәндәк, һәммимиз өлкимизниң аватлаштурулуши билән тазилиғи йолидики әмәлгә ашуриливатқан келәчәктики ишлириға паал қатнашсақ, дөләт рәһбири ейтқан сөз вә тапшуруқлирини орунлиған болумиз.

                                                              Худавәди МӘҢСҮРОВ

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

Алматы облысы: ауылдық округ әкімдерінің жұмысына жаңа серпін беріледі

Алматы облысында ауылдық округтер әкімдерінің бірінші форумы өтті. Шара жергілікті билік ө…