Қирғизсай. Буниңдин авал тонуш-билишләрдин ушбу йеза тоғрилиқ пәқәт яхши инкасларни аңлиған едим. Лекин көзүм билән көргиним, қулиғим билән аңлиғанлиримға уйғун кәлмиди. Әпсус, йеза босуғисидин атлимай туруп, «ҚИРҒИЗСАЙ» дәп қийсийип турған йезиқни көрүп, һаң-таң болдум. Йезиға киргән адәм авал намиға көз салиду десәк, Қирғизсай йезисиға қәдәм тәшрип қилғучилар қийсийип турған йезиқни көрүп қандақ ойға келиду? Униң үстигә бу йезиму, шәһәрму намәлум. …