Қирғизсай. Буниңдин авал тонуш-билишләрдин ушбу йеза тоғрилиқ пәқәт яхши инкасларни аңлиған едим. Лекин көзүм билән көргиним, қулиғим билән аңлиғанлиримға уйғун кәлмиди. Әпсус, йеза босуғисидин атлимай туруп, «ҚИРҒИЗСАЙ» дәп қийсийип турған йезиқни көрүп, һаң-таң болдум. Йезиға киргән адәм авал намиға көз салиду десәк, Қирғизсай йезисиға қәдәм тәшрип қилғучилар қийсийип турған йезиқни көрүп қандақ ойға келиду? Униң үстигә бу йезиму, шәһәрму намәлум. Пәқәт, «Қирғизсай» екәнлиги көрситилгән. Һәҗәва, қолға алса бәш минутниң ичидә түзәп қойидиған оқәтни «Сән тәгмисәң бадираң көз, мән тәгмәймән» дәп ким кимгә бәс селиватидекин, у йеқини билмидим. Бирақ, бу кимниң җавапкәрчилигидики иш екәнлиги ейтмисамму, оқурмәнләргә бәш қолдәк аян.
Хулләс, «бисмилла» дәп йезиниң ичигә қәдәм ташлидуқ. Диққитимиз бирдин йол бойидики азму әмәс, дөң болуп догилинип турған малниң тезигигә чүшти. Әнди буниңға немә дәйсиз? Худди, мейизлик тамақниң ичигә чивин чүшкәндәк, мана мән дәп көрүнүп туриду. Өткән жили Қирғизсайға су иншаәтлири тартилип, кочилири колинип, ойман-чоңқур болуп кәткәнлигидин хәвиримиз бар. Шуңа, кочилардики бесәрәмҗан-лиққа көз жумуп, бирдин йезилиқ һакимийәт имаритигә йол тарттуқ. Әпсус, бу йәрдики әһвалму мәз әмәс екән. Бир қарашта байқалмиши мүмкин, лекин йезилиқ һакимийәт имаритигә қадилип турған көк байраққа сәп-селип қарисиңиз, учи бир четигә қийсийип турғанлиғини байқайсиз. Шу пәйттә, Қирғизсай йәрниң қийсиқ йеридә җайлашқанмиду дәп қалисиз…
Шу-шу болди, имарәтниң ичигиму кирдуқ. Әнди гәп тамамән башқа. Аллиқачан күчи йоқитилған «Жұмыспен қамту – 2020 жол картасы» программиси Қирғизсайда һелигичә әмәлгә ешиватамдекин, тамға есилған стенд техичә өз орнида. Ишчиларниң бири «көрмәптимиз» десә, иккинчиси «йеңиси ясиливатиду, әнди алимиз» дәп ақланди. Күндә ишқа келип, кирип-чиқип жүргән тар кабинетидики, ишикни ачса болди, тамни бир елип турған йезиқни байқимиғини әқилгә сиғмайду, әлвәттә. Һә, мүмкин, йеңиси кәлгичә конисиниң орни бошап қалмисун дедиму, яки «көрмиди» әмәс «билмидиму», әйтәвир, йөткәйдиғанлиғиға ишәндуқ.
Кейин диққитимиз һакимийәт имаритиниң кәйнидә догилинип турған әхләткә чүшти. Һаким олтиридиған җайниң турқи бу болса, башқилар һәққидә гәп қилишниң өзи уят. «Күн иссисун, тазилаймиз» дәп ақланди. Қирғизсайға күн чүшмәмду билмидуқ, бирақ Чонҗида тазилиқ ишлириниң башлинип кәткинигә бир айниң йүзи болди, әмәсму.
Кочидики малниң тезиги, нами йоқ дуканлар, у-бу булуңда догилинип турған әхләтләр һәққидә сөз қозғисақ гәп нурғун. Амма, чүшәнгәнләр мошу ейтқинимизниң өзидин нәтиҗә чиқиридиғанду дәп кәйнимизгә яндуқ.
«Раст сөз аччиқ», демәкчи мәхситимиз камчилиқлирини йейип, йезиниң намиға дағ чүшириш әмәс, пәқәт агаһландуруш. Сирттин келип, бешиңизға тепик йегичә, өз болуп әскәрткинимиз үчүн яман көрмәң. Чүнки, «Дост жиғлитип ейтиду, дүшмән күлдүрүп!» – дәйдиғу дана хәлқимиз.
***
Шундақ қилип, Қирғизсайдин чиқип Кичик Ақсуға қарап йол алдуқ. Йезиға кирәр җайдики «Кичик Ақсу» дегән йезиқни көргәндин кейин, «Қирғизсай» һеч гәп әмәс болуп қалди. Тахтайчиға йоған қилип «Кіші Ақсу ауылы» дәп йезилип чаплиниптию, ечинарлиғи, плакат жиртилип, худди ямақ чапанға охшап қапту. Йезиқниң қешида турған столбиниң ярим белигичә краскиси өңүп кәткән болса, датлашқан қисмидин «Қош кел» дегән сөзла көрүнүп туриду. Бу була әмәс, техи шу йезиқниң топ-тоғра алдида топа-таш арилаш әхләт догилақлиқ. Бу нәдин чиққан паскиничилиқ билмидуқ, әйтәвир, еси бар адәм йезиға кирәр җайға әхләт төкмисә керәк дәп ойлидуқ.
Униң үстигә йезиниң ичигә кирип әхләт издәпму аварә болмидуқ. Бир-икки коча меңишимизға йезиниң қақ оттурисиға догиланған әхләтни көрүп чөчүп кәттуқ. Худди, мәхсус әхләт төкүдиған орундин айримчилиғи йоқ. Дөң-дөң догиланған топиму яки әхләтму, айривелиш тәс. Иш қилип, целлофан, сунған чинә-қача, пласмас челәк-пеләкләрдин тартип, ботулкиларғичә көзгә рошән көрүнүп туриду. Кейин, кочиларни көздин жүгәртип өттуқ. Һәр һалда яхши, турғунларниң әхләт ташлайдиған йери «мәлиниң ичидә болғачқиму», бир-икки булуңни ейтмиғанда, мәктәп қатарлиқ мәдәнийәтлик орунларниң өп-чөриси тазилинипту.
Шуниңғиму шүкри дәп, Чоң Ақсуға йол салдуқ. Лекин «Үлкен Ақсу» дегән йезиққиму көңлүмиз толмиди. «Үлкен Ақсу» дегиниғу бар, бирақ «ауылы» дегән йезиқни тапалмидуқ. Мәркизий кочилардики қийсиқ-мийсиқ қашалар йезиниң сөлитигә көләңкә чүширип турғанлиғиға ичтин ечиндуқ. Лекин бу хәлиқниң янчуғиға келип тирилидиған мәсилә болғанлиқтин, округ һакиминиму чүшинишкә болиду. Десиму, ядиға йәнә бир селиш артуқлиқ болмас дәп ойлидуқ.
Кочилириғу тазилиниветипту, бирақ мәлиниң ичидики догиланған әхләт хошаллиғимизни су сәпкәндәк бесип қойди. Чоң Ақсуниң жуқурисидин (мәлиниң ичи) бир топ әхләт догиланған орунни таптуқ. Болупму, кичик балиларниң памперслири бирдин көзгә чүшиду. Бу немә дегән мәдәнийәтсизлик, әнди?! Әхләттин бурун, шуниси көзгә рәзги көрүнәр екән.
Кичик Ақсу билән Чоң Ақсудики әһвал һазирчә шу. Округ һакими тазилиқ ишлирини йолға қойиватқанлиғини, тез арида аталған камчилиқларни рәткә кәлтүридиғанлиғиға шәк-шүбһисиз ишәндүрди. Әлвәттә, у йеқини вақит көрситиду, пәқәт Қирғизсай, Чоң Ақсу, Кичик Ақсуда ейтилған вәдиләр әмәлгә ашса болғини…
Сабирәм
ӘНВӘРОВА