2017-жил наһийәмизгә нурғунлиған яхшилиқларни елип кәлди. Умумән, тоху жилиға миннәтдарлиғимиз чәксиздур. Мәзкүр жилни яхши нәтиҗиләр билән йәкүнләп, келәр жилға зор үмүт бағлидуқ. Яхши нәтиҗә демәкчи, наһийәмиз бу бир жилда көзлигән мәхситигә йетип, вилайәттә алдинқи қатарлиқ наһийәләрниң биригә айланди. Дөләт рәһбиримиз тиҗарәтни қоллап-қувәтләшни йолға қойғандин бу ян, шәхсән Уйғур наһийәсидә еғизға толтирип ейтқидәк ишлар әмәлгә ашурулди. Шу җүмлидин, өз ишини йеңидин …