Басты бет Өңір тынысы ЯРАЙСИЗ, ДИЛЬНАРА!

ЯРАЙСИЗ, ДИЛЬНАРА!

0
1,559

2017-жил наһийәмизгә нурғунлиған яхшилиқларни елип кәлди. Умумән, тоху жилиға миннәтдарлиғимиз чәксиздур. Мәзкүр жилни яхши нәтиҗиләр билән йәкүнләп, келәр жилға зор үмүт бағлидуқ. Яхши нәтиҗә демәкчи, наһийәмиз бу бир жилда көзлигән мәхситигә йетип, вилайәттә алдинқи қатарлиқ наһийәләрниң биригә айланди.
Дөләт рәһбиримиз тиҗарәтни қоллап-қувәтләшни йолға қойғандин бу ян, шәхсән Уйғур наһийәсидә еғизға толтирип ейтқидәк ишлар әмәлгә ашурулди. Шу җүмлидин, өз ишини йеңидин башлиған «У Дили» қәндәләт цехи қисқа вақит ичидә жуқури нәтиҗиләрни қолға кәлтүрди. Бүгүн мәзкүр цехта әмгәк қилип келиватқан Дильнара Баратованиң утуғи һәққидә тохталмақчимиз.
«Дұрыс тамақтану – ұлт саулығы» шиари билән өткән вилайәтлик «Ақ дастарқан – 2017» ашпәзлик һүнәр конкурсида наһийәмизниң шәнини қоғдап қатнашқан Дильнара Баратова «Үздік кондитер» номинацияси бойичә ІІ дәриҗилик диплом вә 110 миң тәңгиниң сертификати билән мукапатланди. Конкурс нәтиҗилири бойичә Д.Баратованиң тәйярлап барған мәһсулатлири қазиларниң көңлидин чиқипла қалмай, лабораториялик тәкшүрүш җәриянида қәндәләтләр тәркивиниң 95 пайизи таза үнүмдин туридиғанлиғи испатланған. Әлвәттә, вилайәт бойичә алдинқи үчлүктин көрүнгинимизниң өзи зор махтиниш. Бу Дильнара Артем қизиниңла әмәс «У Дили» қәндәләт цехиниң, шуниң билән қатар наһийәмизниң утуғи, йеңиши һесаплиниду.
Д.Баратовани Йеңи жил һарписидики йеңиши билән чин дилимиздин тәбрикләп, һәр қачан әмгиги янивәрсун демәкчимиз!

Сабирәм
ӘНВӘРОВА

Бөлісу:

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

СЫР САҚТАҒАН САРЫТОҒАЙ

Адамзатпенбіргежасасыпкележатқанбірдүниеболса, ол – тарих. Тарих – өткеніңді бағамдатар, с…